имран хан түркийә телевизийә тийатирлири арқилиқ ислам тарихи вә әхлақини өгинишкә чақирди

пакистан баш министири имран хан түркийә телевизийә тийатирлириниң дөләттә аммиға йахши үлгиләрни йаритиш үчүн тарқитиливатқанлиқини ейтти.

1540299
имран хан түркийә телевизийә тийатирлири арқилиқ ислам тарихи вә әхлақини өгинишкә чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан баш министири имран хан йәрлик бир телевизийә қаналиға бәргән байанатида, йанфонни  хата ишлитиш сәвәбидин җәмийәтниң «вәйран болғанлиқини» билдүрүп, «бәзи ишларни чәклийәлмәйсиз, лекин аммини башқа көңүл ечиш паалийәтлири билән тәминлийәләйсиз» деди.

имран хан пакистанниңму түкийәниң «йунус әмрә: ишқ йолучиси» вә «тирилиш әртуғрул» қатарлиқ телевизийә тийатирлириға охшаш әсәрләрни ишләпчиқиришқа тиришидиғанлиқини тилға елип, «түркийә телевизийә тийатирлири пакистанда хәлқни, болупму йашларни тәрбийиләп, йахши үлгә йаритиши үчүн тарқитиливатиду» деди.

пакистанда имран ханниң тәлипигә асасән, алдинқи рамизан ейида «тирилиш әртуғрул» вә «йунус әмрә: ишқ йолучиси»   орду тилида аваз берилип, дөләт телевизийиси PTV да һәр һәптә бешида тарқитилишқа башланған иди.

имран хан 1 – дикабирдики байанатида, «PTV да тарқитилған <йунус әмрә> телевизийә тийатирини сопизмға қизиқидиғанларға күчлүк тәвсийә қилимән» дегән вә 25 – апрелдиму «тирилиш әртуғрул» телевизийә тийатири үстидә тохтилип, «пакистанлиқ йашлар ислам тарихи вә әхлақини түркийә телевизийә тийатирлирини көрүш арқилиқ өгинәләйду» дегән иди.

пакистанда зор қизиқишқа еришкән «тирилиш әртуғрул» телевизийә тийатириниң  «YouTube» дики «TRT Ertugrul by PTV» қанилиниң абонт сани қиқиғина вақитта 10 милйондин ешип кәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر