мачу пиччу қәдимий шәһири йапонийәлик бир сайаһәтчиниң илтимаси билән ечилди

йапонийәлик сайаһәтчи алаһидә рухсәт билән мачу пиччу қәдимий шәһирини қайтидин ачтурди.

1508323
мачу пиччу қәдимий шәһири йапонийәлик бир сайаһәтчиниң илтимаси билән ечилди

түркийә авази радийоси хәвири: перуда бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилатиниң дунйа мираслири тизимликидә орун алған вә ковид-19 йуқумиға қарши тәдбирләр сәвәбидин тақиветилгән мачу пиччу қәдимий шәһири  аридин бир нәччә ай өткәндин кейин бир сайаһәтчи үчүн ечилди.

йапонийәлик сайаһәтчи дунйаға даңлиқ инка қәдимки шәһәр мачу пиччуни көрүш үчүн нәччә айғичә сақлиди. бирақ таҗисиман вирус тәдбирлири сәвәбидин қәдимки шәһәргә кирәлмиди.

у ахирида перу мәдәнийәт министирлиқиға алаһидә тәләп йоллиди. 15 - әсирдә селинған қәдимий шәһәр униң үчүн мәхсус ечилди.

7 айдин кейин мәқситигә йәткән йапонийәлик сайаһәтчи син арқилиқ миннәтдарлиқ учурини елан қилди  вә өзиниң  әмдиликтә дөлитигә қайтип кетәләйдиғанлиқини ейтти.

бирләшкән дөләтләр тәшкилати маарип, илим-пән вә мәдәнийәт тәшкилати тәрипидин дунйа мираслири тизимликигә киргүзүлгән мачу пичу қәдимий шәһириниң нойабирда қайтидин сайаһатчиләргә ечилиши пиланланламақта.

2007 - йили дунйаниң  7 аҗайибатиниң бирси сүпитидә талланған қәдимий шәһәр йуқум сәвәбидин зийарәтчиләрни қобул қилиш нисбитини азайтидиған болди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر