шивитсийә хиристийанлар бирләшмиси қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчиликини әйиблиди

шивитсийә хиристийанлар бирләшмиси данийәлик радикал оңчи страм курс пәртийәси әзалириниң шивитсийәдә қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчиликини әйиблиди.

1490125
шивитсийә хиристийанлар бирләшмиси қуран кәримни көйдүрүш иғвагәрчиликини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: данийәниң қаттиқ йөнилиш партийәси (Stram Course) әзалириниң шивитсийәниң пайтәхти стокһолм вә малмода рухсәтсиз  елип барған паалийитидә қуран кәримни көйдүргәнликигә қарита наразилиқлар давамлашмақта.

шивитсийә протестант черкавиниң баш попи антҗе җәкелени қатарлиқ данийәниң алдинқи қатаридики 10 атақлиқ хиристийан диний рәһбири қуранни көйдүрүш иғвагәрчиликигә қарши байанат елан қилди.

байанатта, данийәлик ирқчи гуруппиниң «қуранға вәһшийләрчә һуҗум қилғанлиқи» билдүрүлүп, «биз мусулманларға болған күчлүк һесдашлиқимизни йәнә бир қетим ипадиләймиз » дейилди.

муқәддәс китабларға қилинған һөрмәтсизлик әйибләнгән байанатта йәнә мундақ дейилди:

«муқәддәс китабни көйдүрүш вәһшийләрчә қилмиштур. биз кишиләрниң етиқадиға қәстән һөрмәтсизлик қилишни қаттиқ әйибләймиз. сәзгүрлүк билән кишиләрниң һәқ - һоқуқини чөридигән һалда ортақ бир гәвдилишиш хизмитигә әһмийәт бериш зөрүр болуватқан бир пәйттә, бу хил һуҗумлар қутуплишишни күчәйтмәктә. дөлитимиздә йашайдиған мусулманларға болған күчлүк һесдашлиқимизни йәнә бир қетим ипадиләймиз»

данийәдин шивитсийәниң малмо шәһиригә барған (Stram Course) партийәси рәһбири расмус палудан вә қоллиғучилири алдинқи айда сақчиларниң  рухсәт қилмаслиқиға писәнт қилмастин қуранни көйдүргән иди.

алдинқи һәптә йәнә, палуданниң қоллиғучилири түркләр вә мусулманлар  зич олтурақлашқан шивитсийәниң пайтәхти стокһолмниң ринкеби районида мәхпий һалда қуран кәримни көйдүрүп син көрүнүшлирини иҗтимаий таратқуларда һәмбәһирлигән иди.

икки йил бойичә шивитсийәгә кириши чәкләнгән палудан икки һәптә илгири шивитсийәдики қуран кәримни көйдүрүш паалийитини давамлаштуруш үчүн шивитсийә гиражданлиқиға илтимас сунған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر