«мәғриб әрәб өлималар бирлики» айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилишини тәбриклиди

«мәғриб әрәб өлималар бирлики» айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилишиға қарита «чоң тарихий әһмийәткә игә вәқә» дәп баһа бәрди.

1453482
«мәғриб әрәб өлималар бирлики» айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилишини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә, тунис, алҗирийә, маракәш вә мавританийә өлималиридин тәшкилләнгән алимлар бирликиниң йазма байанатида, «түркийә хәлқи вә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни шундақла пүткүл ислам дунйасини айасофйа җамәсиниң ибадәткә ечилғанлиқи мунасивити билән қизғин тәбрикләймиз. бу чоң тарихий әһмийәткә игә бир вәқә, үммәтниң хушаллиқидин һәмбәһирлинимиз» дейилди.

җамәләрниң мусулманларниң ибадәт қилиши үчүн аҗритилған вәқипләр икәнлики вә һечким буниң әксичә һәрикәт қилалмайдиғанлиқи әскәртилгән байанатта йәнә, «мәсҗиди әқсаниң таҗавузчи зионистларниң чаңгилидин қутулиши вә үммитимизниң залимлардин қутулишидиму охшаш шатлиққа чөмүшни аллаһтин теләймиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر