афғанистанда талибан қораллиқ унсурлири 10 бихәтәрлик хадимини өлтүрди

афғанистанда талибан қораллиқ унсурлири билән бихәтәрлик қисимлири оттурисида йүз бәргән тоқунушта 10 бихәтәрлик хадими қаза қилди.

1444868
афғанистанда талибан қораллиқ унсурлири 10 бихәтәрлик хадимини өлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: қундуз валий мәһкимиси байанатчиси әсмәтулла муради қораллиқ унсурлар имам саһип наһийәсигә қарашлиқ баһмал коча районидики һәрбий понкитқа һуҗум қилғандин кейин, тоқунуш йүз бәргәнликини ейтти.

тоқунушта 5 бихәтәрлик хадими вә 4 қораллиқ унсурниң қаза қилғанлиқини байан қилған муради, 1 бихәтәрлик хадиминиң йариланғанлиқини билдүрди.

ички ишлар министирлиқи талибан қораллиқ унсурлириниң гор вилайитигә қарашлиқ сагар наһийәсидә елип барған қораллиқ һуҗумида үч бихәтәрлик хадиминиң өлтүрүлгәнликини елан қилди.

байанатта, һуҗумдин кейин йүз бәргән тоқунушта 14 талибан қораллиқ унсуриниң өлтүрүлгәнлики вә йәнә 15 қораллиқ унсурниң йариланғанлиқини билдүрди.

урузган валий мәһкимиси байанатчиси зилгей ибадиму талибан қораллиқ унсурлириниң қораллиқ вә бомба һуҗумида икки бихәтәрлик хадиминиң қаза қилғанлиқини вә йәттә бихәтәрлик хадиминиң йариланғанлиқини елан қилди.

ибади һуҗумдин кейинки тоқунушта икки қораллиқ унсурниң уҗуқтурулғанлиқини, бәш қораллиқ унсурниң йариланғанлиқини қәйт қилди.

талибан бу һуҗумларға қарита техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر