түркийәдә вирус билән йуқумланғанлар сани күнсери төвәнлимәктә

түркийәдә «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә хушаллинарлиқ нәтиҗиләрниң қолға келишкә башлишиға әгишип, өлүм вә йуқум нисбити барғансери төвәнлимәктә.

1441824
түркийәдә вирус билән йуқумланғанлар сани күнсери төвәнлимәктә

түркийә авази радийоси хәвири:  йеқинқи 24 саәт ичидә вухән вируси сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 27 гә чүшти. шуниң билән, «вухән вируси» оттуриға чиққандин буйан қаза қилғанлар сани 5001 гә йәтти.

бир күн ичидә  42  миң 982 киши тәкшүрүлди, булардин 1268 кишидә вирус байқалди.

 дохтурханидин чиққан 1315 киши билән қошулуп, сақайғанларниң омумий сани 162 миң 848 кишигә йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر