америкада қаза қилғанлар сани 122 миңдин ешип кәтти

америка қошма иштатлирида «вухән вируси» сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 122 миң 611 дин ешип кәтти.

1441458
америкада қаза қилғанлар сани 122 миңдин ешип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири:  дунйа миқйасида вирус сәвәбидин қаза қилғанлар сани 474 миң 790 ға, йуқумланғанлар сани 9 милйон 209 миңға, сақайғанлар сани 4 милйон 957 миңға йәтти.

«вухән вируси» сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 122 миң 611 дин, йуқумланғанлар сани икки милйон 297 миңдин ешип кәткән америка қошма иштатлирида, әң көп өлүм вә йуқумлиниш әһвали көрүлгән нийу йорк шәһиридә, күндилик һайатта иккинчи басқучлуқ нормаллишиш башланди. бу даиридә, иҗтимаий мусапә вә тазилиқ пиринсиплириға асасән ресторанлар очуқ һавада мулазимәт қилалайду, сода сарайлар, сатирашханилар, өй-мүлүк саһәси вә ибадәтханилар ечилиду. америка қошма иштатлирида «вухән вируси» сәвәбидин теги африқалиқларниң дохтурханиларға орунлаштурулуш еһтималлиқиниң ақ тәнтикләргә қариғанда 4 һәссә артуқ икәнлики билдүрүлди.

италийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә қаза қилған 23 кишини қошқанда, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 34 миң 657 гә йәтти, бу  җәрйанда йуқумланғучилар сани 235 киши азайди.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә қаза қилған 23 киши  билән қошқанда, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 29 миң 663 кә, йуқумланғучилар сани 198 миң 155 кә йәтти.

испанийә сәһийә министирлиқи, дөләттә йеқинқи 24 саәт ичидә қаза қилған 21 киши  билән қошқанда, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий саниниң 28 миң 324 кә, йуқумланғучилар саниниң 246 миң 504 кә йәткәнликини уқтурди.

португалийәдә йеқинқи 48 саәт ичидә қаза қилған 4 кишини қошқанда, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 1534 кә, йуқумланғучилар сани 39 миң 392 кә йәтти.

һазирғичә «вухән вируси» сәвәбидин қаза қилғанлар сани биразилийәдә 51 миң 407 гә, мексикада 22 миң 584 кә йәтти.

гватемала пирезиденти алеҗандро гиамматте, пирезидент мәһкимисидә ишләйдиған 151 кишиниң «вухән вируси» билән йуқумланғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر