кабулда афғанистан тәптиш мәһкимисиниң 5 хадими өлтүрүлди

афғанистанниң пайтәхти кабулниң дәх сәбз районида намәлум кишиләр тәрипидин қилинған қораллиқ һуҗумда, афғанистан тәптиш мәһкимисиниң 5 хадими өлтүрүлди.

1441260
кабулда афғанистан тәптиш мәһкимисиниң 5 хадими өлтүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: кабул сақчи идарисиниң байанатчиси фердәвс фарамарз мәтбуатқа бәргән байанатида, афғанистан тәптиш мәһкимисиниң хизмәтчилириниң дәх сәбз районида намәлум кишиләрниң һуҗумиға учриғанлиқини билдүрди.

фердәвс фарамарз сотта 2 нәпәр әйиплиғучи мупәттишни қошқанда 5 хадимниң қаза қилғанлиқини вә һуҗум қилғучиларниң райондин қечип кәткәнликини ейтти.

һуҗумниң җавабкарлиқини техичә һеч киши өз үстигә алмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر