йавропа иттипақи билән йапонийә оттурисида авеатсийә һәмкарлиқи келишими түзүлди

йавропа иттипақи билән йапонийә оттурисида авеатсийә саһәсидики һәмкарлиқни күчәйтиш келишими имзаланди.

1441020
йавропа иттипақи билән йапонийә оттурисида авеатсийә һәмкарлиқи келишими түзүлди

түркийә авази радийоси хәвири:  йавропа комитетиниң қатнаш ишлириға мәсул әзаси адина вален йапонийә билән йавропа иттипақи оттурисида пуқравий авеатсийә саһәсидә келишим имзаланғанлиқини елан қилди.

вален йавропа авеатсийә санаитиниң (Kovid-19) йуқуми кризисиниң тәсиригә көрүнәрлик дәриҗидә учриғанлиқини ипадиләп, бу келишим арқилиқ йавропа авеатсийә ширкәтлириниң йапонийә базириға киришиниң асанлишидиғанлиқини тәкитлиди.

вален бу келишимниң йавропа иттипақи билән йапонийә авеатсийә органлири оттурисида пуқраларниң бихәтәрлики вә муһитниң маслишишчанлиқи җәһәттики һәмкарлиқини күчәйтидиғанлиқини тәкитлиди.

айропилан вә авеатсийә мәһсулатлири содисиға қулайлиқ йаритишни мәқсәт қилған бу келишим даирисидә, авеатсийә мәһсулатлирини синақ қилиш вә баһалашқа қолайлиқ йаритилиду. буниңдин башқа, йавропа иттипақи авеатсийә мәһсулатлириниң йапонийигә експорт тәстиқини елиши үчүн кетидиған вақитму азайтилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر