«түркийә билән ливийәниң истиратегийәлик һәмраһлиқи даванлишиду»

ливийә муавин баш министири әһмәд муәйтик түркийә билән ливийәниң истиратегийәлик һәмраһлиқиниң, ливийәниң келәчики үчүн изчил давамлишидиғанлиқини ейтти.

1430612
«түркийә билән ливийәниң истиратегийәлик һәмраһлиқи даванлишиду»

түркийә авази радийоси хәвири: у, ливийәниң «‹ February› телевизийә қанили» ға бу һәқтә бәргән байанатида мундақ деди: «миллий пирограммимизға асасән, түркийә һөкүмити билән һәқиқий истиратегийәлик һәмраһлиқ мунасивити орнитиш нишаниға йәттуқ, бу сайида дөлитимизгә қаритилған таҗавузчилиқ һәрикәтлиригә қайтурма зәрбә бәрдуқ. йеқин кәлгүсидә, ливийә тупрақлириниң һәммиси ливийә һөкүмитиниң контроллуқиға өтиду. ливийә һөкүмитиниң йолға қойуватқан дипломатийә сийаситигә гуман билән қараватқанларға шундақ сигнал берип өтимәнки, дөлитимиздә дипломатийә сийаситини йолға қойуватқанму, түркийә билән келишим түзгәнму ливийә һөкүмитидур. қисқиси, түркийә истиратегийәлик һәмраһтур, саһәдиму һәмраһимиз болуп, бу адаққичә мушундақ давамлишиду. һәтта дөлитимизниң қурулуши басқучидиму, тәрәққийат вә дөләт органлириниң шәкилләндүрүш мусаписидиму изчил давамлишиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر