ливийә армийәси тәрһунә вилайитини контрол астиға алди

ливийә армийәси тәрһунә вилайәт мәркизини дөләтниң шәрқидики қанунсиз қораллиқ күчләрниң рәһбири хәлифә һәфтәргә қарашлиқ хәлқ әскәрлиридин тазилап контрол астиға алди.

1430083
ливийә армийәси тәрһунә вилайитини контрол астиға алди

түркийә авази радийоси хәвири: ливийә армийәси тәрипидин бу һәқтә елан қилинған йазма байанатта әскәртилишичә, армийәгә қарашлиқ һәрқайси қисимлар төт тәрәптин һәфтәр күчлиригә қарши алға илгириләп, вилайәт мәркизини контрол астиға алған. шуниң билән бир вақитта, тәрһунә шәһиридә һәфтәрниң сәплиридин орун алған хәлқ әскәрлири каттибашлиридин рийад әлкубәййирни қолға чүшүргән, һәмдә  вилайәттин қачқан тәрһунә шәһиридики һәфтәргә қарашлиқ қанийат күчлириниң изиға чүшкән.

һәфтәргә қарашлиқ хәлқ әскәрлири, траблусниң тәхминән 90 километир шәрқий җәнубий қисмиға җайлашқан тәрһунә шәһирини, пайтәхткә қаратқан һуҗумлирида һәрбий һәрикәт вә тәминләш мәркизи сүпитидә ишлитивататти.

буниңдин башқа йәнә, ливийә армийәси пайтәхт траблусниң 100 километир җәнубидики гирйан шәһиригә қарашлиқ орбан райониниму контрол астиға алди.

йәнә бир тәрәптин, мисратә шәһиридә һәфтәргә йардәм бериватқан әрәб бирләшмә хәлипиликигә аит учқучисиз һава аппарати арқилиқ елип берилған һава һуҗумида, ливийә армийәсиниң икки әскири қаза қилди.

ливийә армийәси елип бериватқан «ғәзәп – нәпрәт волқини» намлиқ һәрбий һәрикәтниң байанатчиси мустафа әлмәҗаиниң билдүрүшичә, һуҗумниң ливийә армийәсиниң тәрһунә шәһирини контрол астиға елиши билән бирла вақитта елип берилиши диққәт қозғайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر