бәзи ғәрб дөләтлиридики йуқум әһвалиға алақидар толуқлима мәлуматлар

дунйа миқйасида «вухән вируси» сәвәбидин қаза қилғанлар сани 393 миң 850 кә, йуқумланғанлар сани 6 милйон 740 миң 700 гә, сақайғанлар сани 3 милйон 274 миң 790 ға йәтти.

1430162
бәзи ғәрб дөләтлиридики йуқум әһвалиға алақидар толуқлима мәлуматлар

америка қошма иштатлири «вухән вируси» билән қаза қилғучилар вә йуқумланғучилар сани дунйа бойичә әң йүксәк сәвийәгә йәткән дөләт болди. америкада йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 110 миң 256 гә, йуқумланғучилар сани бир милйон 926 миң 341 гә йәтти.

йуқумниң йавропадики мәркизигә айланған әнглийәдә йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 40 миң 261 гә, йуқумланғучилар сани 281 миң 661 гә йәтти.

италийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә қаза қилған 88 киши билән қошқанда, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 33 миң 689 ға, йуқумланғучилар сани 234 миң 13 кә йәтти.

фирансийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә қаза қилған 44 киши билән қошқанда, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 29 миң 65 кә, йуқумланғучилар сани 189 миң 849 ға йәтти.

испанийә сәһийә министирлиқи, дөләттә йеқинқи 24 саәт ичидә қаза қилған 5 киши билән қошқанда, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий саниниң 27 миң 133 кә, йуқумланғучилар саниниң 240 миң 660 қа йәткәнликини уқтурди.

португалийәдә еқинқи 24 саәт ичидә қаза қилған 8 киши билән қошқанда, йуқум сәвәбидин қаза қилғанлар омумий сани 1455 кә, йуқумланғучилар сани 33 миң 592 гә йәтти.

бәзи ғәрб дөләтлиридики «вухән вируси» сәвәбидин қаза қилғанларниң саниға алақидар мәлуматлар төвәндикичә:

әнглийәдә 39 миң 904؛ биразилийәдә 34 миң 39؛ мексикада 12 миң 545؛ белгийәдә 9 миң 566؛ германийәдә 8 миң 736؛ канадада 7 миң 637؛ перуда 5 миң 31؛ чилида 1356.

мексика пирезиденти андрес мануел лопез обрадор, дөләттә бир күн ичидә «вухән вируси» сәвәбидин миңдин артуқ кишиниң қаза қилишидин кейин елан қилған байанатида, ахбарат васитилирини хәлқ арисида әндишә тарқитиш билән әйиблиди, һәмдә кәң хәлқ аммисини соғуққан болушқа чақирди.

у, «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири мәсилисигә җиддий қаримаслиқ сәвәбидин ахбарат васитилирида өзи үстидин тарқалған дәваларниң раст – йалғанлиқиға қарита, «мән сәһийә министирлиқиниң йолйоруқлирини иҗра қилдим, халас» дәп җаваб бәрди.

8 – ийундин етибарән нормаллишиш мусаписиниң үчинчи басқучиға қәдәм қойидиған белгийә, йирақтин ишләш бәлгилимисиниң давамлишидиғанлиқини уқтурди. католик леувен университетиниң тәтқиқати, «вухән вируси» басқучида белгийәликләрниң % 50 тиниң, «<вухән вируси> басқучида давалаш хизмәтлиригә сәл қаралди» дәп қарайдиғанлиқини, % 40 тиниң болса, саламәтлик җәһәттин мәсилә көрүлгән болушиға қаримай, дохтурханиға бармиғанлиқи йаки дохтурға көрүнмигәнликини испатлап бәрди.

австралийәдә «вухән вируси» ға қарши күрәш тәдбирлири даирисидә йеңи җәнубий галлер өлкисидә вақитлиқ  ибадәткә тақалған вә 1 – ийундин етибарән қайтидин ечилған җамәләрдә, аридин 83 күн өткәндин кейин тунҗи җүмә намизи бүгүн оқулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر