TRT мислисиз  мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрмәктә

түркийә радийо – телевизийә оргини (TRT) хәлқаралиқ аңлитиш – тарқитиш мунбәрлиридә тәсир даирисини зорайтиш истиратегийәси сайисида мислисиз мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрмәктә.

1425579
TRT мислисиз  мувәппәқийәтләрни қолға кәлтүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: TRT ниң рекортни бузуп ташлиған «тирилиш әртуғрул» намлиқ чатма телевизийә тийатириниң ингилиз, әрәб, испан, рус тиллирида паалийәт елип бериватқан қаналлириға йәнә бири илавә қилинди.

TRT ниң пакистанда урду тилида паалийәт елип бериватқан йеңи қанили « TRT әртуғрул ғази», ечилған күндин етибарән уда 3 һәптидәк қисқиғина вақит ичидә мислисиз мувәппәқийәтни қолға кәлтүрди.

« TRT әртуғрул ғази» қанили, 18 – 25 – май күнлири 4 милйон муштәри вә 250 милйон көрүш билән «Youtube» мунбиридики әң тез тәрәққий қиливатқан қаналлардин бири сүпитидә 33 – рәткә тизилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر