бүгүн истанбул пәтһи қилинған муһим хатирә күни

бүгүн османли империйәси қошуни 1453 – йили 29 – май күни истанбулни пәтһи қилған муһим хатирә күни.

1425512
бүгүн истанбул пәтһи қилинған муһим хатирә күни

бүосманли империйәси қудрәт тепиш вә мустәһкәмлинишини әслдә византийә терротерийәлирини пәтһи қилиш арқилиқ ишқа ашурди. һәм анадолуда һәм румелида (йавропа қитәсидә) ишқа ашурулған фәтиһ һәрикәтлири нәтиҗисидә, византийә империйәси пәқәт истанбулдинла тәшкил тапқан бир шәһәр дөлитигә айлинип қалди.

1453 – йилға кәлгәндә, османли империйәси падишаһи фатиһ султан мәһмәт хан истанбулниң византийә империйәсиниң контроллуқида болушиниң османли империйәсимниң бихәтәрлики үчүн тәһдит шәкилләндүридиғанлиқини тонуп йетип,  зор қошун билән истанбулни муһасирә қилди. узун давамлашқан муһасирә давамида, османли империйәси қошуни ишләткән технологийәләр вә топлар 1453 – йили 29 – май күни истанбулниң пәтһи қилинишида муһим рол ойниди.  шуниң билән, истанбул османли империйәсиниң пайтәхти болди. оттура әсиргә хатимә берип, йеңи дәврни башлатқан истанбулниң пәтһи қилиниши, дунйа тарихиға чоңқур тәсир көрсәтти. буниң түрткисидә, ғәрбтә ислаһат вә ойғиниш һәрикәтлири башланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر