германийәдә йаңратқу арқилиқ азан уқуливатқан мәсчитләрниң сани күнсери көпәймәктә

германийәниң вухән вируси (йеңи типтики таҗисиман вирус ковид -19)  йуқумлуқ апити сәвәбидин мусулманларға риғбәт болсун үчүн һөкүмәтләрниң алаһидә рухсити билән 8 и түркләргә тәвә, җәмий 13 мәсчиттә тунҗи қетим йаңратқулар арқилиқ азан оқулди.

1392887
германийәдә йаңратқу арқилиқ азан уқуливатқан мәсчитләрниң сани күнсери көпәймәктә

түркийә авази радийоси хәвири:  вуппертал шәһиридики диний ишлар идариси түрк-ислам бирлики (DİTİB) ға қарашлиқ 29 йиллиқ елберфелд мәркизи җамәсиниң диний хадими мустафа ақкайа, диний ишлар идариси түрк-ислам бирлики (DİTİB) ға қарашлиқ 25 йиллиқ воһвинкер  мимар синан җамәсиниң диний хадими һәсән һүсәйин шән вә түк федератсийәсигә қарашлиқ 23 йиллиқ елберфелд алпәрән җамәсиниң диний хадими кәмал йавуз тунҗи қетим йаңратқу арқилиқ азан оқуди.

түркләр вә мусулманлар зич олтурақлашқан шәһәрдики җамиләрдә  йаңратқу арқилиқ азан оқуш 19 - апрелғичә давамлишиду.

илгири йәрлик даириләр чиқарған қарарлар билән германийәниң нурғун шәһәрлиридики 100 гә йеқин җамидә җүмә вә шам намазлири үчүнла йаңратқу арқилиқ азан оқулатти.

германийәдә вухән вируси йуқумлуқ апити сәвәбидин җамә вә башқа ибадәт мәркәзлиридә аммиви дуа-тилавәтләр вақитлиқ тохтитилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر