йавроасийаға нәзәр - 02

молдова пирезиденти игор додонниң әнқәрә зийарити.

1337556
йавроасийаға нәзәр - 02

йавроасийаға нәзәр - 02

түркийә авази радийоси: молдова пирезиденти игор додон, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң 2018 – йилқи молдова зийаритигә җавабән, 2019 – йили 30 – декабир күни әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болди. шундақ қилип, һәр икки дөләтниң алий дәриҗилик башлиқлар сәвийәсидики зийарәтлири, кейинки йилға кечиктүрүлмәстин өз вақтида ишқа ашурулған болди.

бу зийарәтни муһим қилған йәнә бир амил болса, молдова пирезиденти билән баш министириниң тунҗи қетим бирликтә чәт әлдә зийарәттә болуши иди. бу әһвал, молдованиң йуқири дәриҗилик рәһбәрлири оттурисидики һәмкарлиқниң йәниму йүксәк сәвийәгә йетиватқанлиқини, һәмдә кишневниң түркийәгә наһайити зор әһмийәт бериватқанлиқини көрситиду.

игор додон вә һәйити әнқәрәдә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди. айрим вә һәйәтләр ара учришишлардин кейин, төт түрлүк келишим имзаланди. молдова һәйити түркийә бүйүк милләт мәҗлисини зийарәт қилип, мәҗлис башлиқи мустафа шәнтоп билән көрүшти. шәнтоп учришишта, молдова парламент башлиқи зинайда грекеанини 2020 – йили апрелда өткүзүлидиған «түркийә бүйүк милләт мәҗлиси қурулғанлиқиниң 100 – йиллиқини тәбрикләш паалийәтлири» гә қатнишишқа тәклип қилди.

җумһур рәис әрдоғанниң 2018 – йили өктәбир ейида молдоваға ишқа ашурған зийаритидин кейин, икки тәрәп мунасивәтлириниң истиратегийәлик мунасивәтләр сәвийәсигә йәткүзүлгәнликини ейтиш мумкин. әнқәрә билән кишнев техиму йеқин вә түрлүк қаналларниң васитиси арқилиқ икки тәрәплик һәмкарлиқни йәниму тәрәққий қилдуруватиду.

түркийә молдовадики селинмилирини ашурди, икки тәрәплик сода һәҗмини йүксәлдүрди. бултур 500 милйон долларға йәткән түркийә – молдова оттурисидики сода омумий соммиси, һәмкарлиқниң қәтий ирадә билән давамлаштурулуши нәтиҗисидә, 5 – 10 йил ичидә 1 милйард долларлиқ нишанға йетиши мумкин.

алдинқи йилдин етибарән молдова билән түркийә өзара кимлик биләнла таможна еғизлиридин өтүш түзүмини йолға қойуватиду. сайаһәт ишлириниң раваҗлинишигә әгишип, молдовалиқ сайаһәтчиләрниң түркийәни зийарәт қилишиға қолайлиқ йаритип бериш мәқситидә бу түзүм йолға қойулғаниди.

түркийә йеқин қошнилири, дост һәм қериндаш дөләтләр билән йолға қойуватқан кимлик биләнла таможна еғизлиридин өтүш түзүмини, йеңи дөләтләр биләнму ишқа ашуруши лазим. чүнки, бу түркийәниң районлуқ күч сүпитидә җәзбидарлиқ мәркәзгә айлинишида муһим рол ойнайду.

2019 – йили 30 – декабир күни әнқәрәдә имзаланған келишимләрдин бири, йунус әмрә иниститутиниң молдовада шөбә ечишини нишан қилиду. түркийә молдовадики мәвҗудийитини күчләндүрүшкә тиришиватқан бир пәйттә, бу келишимниң имзалиниши наһайити зор әһмийәткә игә.

әнқәрәдә икки дөләтниң ички ишлар министирлиқлири қанун иҗра қилиш органлириниң өзара тәҗрибә алмаштуруши вә тәлим - тәрбийә һәмкарлиқи келишими имзаланди. бу келишим алдимиздики басқучта түркийәниң зөрүр тепилғанда бихәтәрлик мәсилисидә молдоваға йардәм беришкә атлинишиниң тунҗи қәдимини тәшкил қилиши мумкин.

русийә, йавропа иттипақи, руминийә вә украина билән болған мунасивәтләрдә молдова түркийәгә нисбәтән тәңпуңлаштурғучи иттипақдаш сүпитидә рол ойниши мумкин. шималий африқа вә оттура шәрқ районлирида мәвҗудийитини зорайтқан түркийә, шәрқий йавропадиму өзигә йеқин иттипақдаш дөләтләрни қолға кәлтүрүш васитиси арқилиқ райондики нопузини күчәйтиши мумкин. сани 200 миңға йетидиған гагавуз түрклири түркийәниң молдовада техиму актип рол ойниши җәһәттин муһим амилдур.

бултур декабир ейида гагавузийә елиниң аптоном районға өзгәртилгәнликиниң 25 – йиллиқи тәбрикләнди. гагавузларға аптономийәлик салаһийәт берилишидә сабиқ пирезидент сулайман дәмирәл наһайити зор тиришчанлиқ көрсәткәниди. шуңа, гагавузларму, молдовалиқларму дәмирәлни чәксиз иптихарлиқ туйғуси ичидә йад етиду. шуниң билән бир вақитта, 1990 – йиллардики сүркилишни дийалог арқилиқ һәл қилғанлиқидин дәмирәлгә миннәтдарлиқ туйғуличини изһар қилишиду.

түркийәниң гагавузийәдики әң паалийәтчан оргини түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси болуп, бу орган гагавузийәни өз ичигә алған молдовада һазирғичә 400 дин артуқ лайиһәни ишқа кириштүрди.

пирезидент додонниң «әнқәрәдики түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идарисиниң пүткүл молдовада паал һәрикәткә өтүшини үмид қилимиз» тәриқисидики байанати, «түркийә билән техиму зич һәмкарлишишни, әнқәрә билән иттипақдашлиқ мунасивәтлирини йәниму мустәһкәмләшни халаймиз» дегән уқумни билдүрүши мумкин. мана мушу аңни чөридигән һалда түркийәниң молдова һәм гагавузийәгә бериватқан йардәмлири үзлүксиз давамлишиватиду. мәсилән, сәһийә саһәсидә һәр йили 10 гагавуз түркийәдә даваланмақта, сағламлиқ һәптилики даирисидә түрк дохтурлар гагавузийәгә берип, бир һәптә мулазимәт қилмақта. буниңдин башқа йәнә, түркийә сәһийә министирлиқи гагавузийә еһтийаҗлиқ болған материйалларни гагавузийәгә һәдийә қилмақта.

түркийәниң қурулуш саһәсиниң молдовадики мәвҗудийитиму йәниму йүксәк сәвийәгә йәтмәктә. түркийә комратта көп мәқсәтлик тәнтәрбийә зали қурулушини бәрпа қилмақта.

комратта 2020 – йилиниң дәсләпки йеримида түркийә баш консулханисиниң ечилиши пиланланмақта. түркийә һәмкарлиқ вә кординатсийә идариси, йунус әмрә иниститути, карханичилар вә мәбләғ салғучилар билән бирликтә молдовадики паалийәтлириниң даириси кеңәйтишни нишан қиливатқан әнқәрә, шәрқий йавропадики узунға созулидиған паалийәтлириниму молдова арқилиқ ишқа ашуралиши мумкин.

2020 – йили молдовада пирезидент сайлими өткүзүлиду. додонниң қайтидин намзат болуш еһтималлиқи наһайити йуқири болуп, әнқәрәниң кишневға бериватқан йардәмлири вә селиватқан  мәбләғлири додонға нисбәтән наһайити зор әһмийәткә игә.

сийасий кеңәшләр һәм алий дәриҗилик рәһбәрләр дийалоглириниң өз вақтида вә түри көпәйтилгән һалда давамлаштурулуши, молдованиң дипломатийә сийаситидә түркийәгә техиму көп әһмийәт беришкә башлиғанлиқиниң испатидур.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر