2020 - йиллиқ түркийә - йавроасийа мунасивәтлиригә нәзәр

2020 – йили түркийәниң йавроасийа җуғрапийәсидики дөләтләр билән болған мунасивәтлири, түркийәни күтүватқан өзгиришләр.

1333555
2020 - йиллиқ түркийә - йавроасийа  мунасивәтлиригә нәзәр

2020 - йиллиқ түркийә - йавроасийа мунасивәтлиригә нәзәр

түркийә авази радийоси: йеқинқи йилларда түркийәниң йавроасийа җуғрапийәсидики дөләтләр билән болған мунасивәтлири күнсери тәрәққий қилмақта. икки тәрәплик вә районлуқ мәсилиләрни һәл қилиш җәһәттин, бу мунасивәтләр һәммә үчүн пайдилиқтур. түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқиниң, йеңи басқучта асийа әллири билән болған мунасивәтләрни йеңи бир сәвийәгә йәткүзидиғанлиқини, «қайтидин асийаға қарита ишикни ечиветиш» темиси астида бекитип чиқиши, түркийә – йавроасийа дөләтлири мунасивәтлириниң капалити һесаблиниду.

йавроасийаниң һалқилиқ дөләтлиридин бири, шәк – шүбһисиз һалда русийә федератсийәсидур. түркийә – русийә мунасивәтлири йеқинқи йилларда әң йүксәк сәвийәдә давамлашмақта. түркийә русийәдин «400 - с» башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетивелип, икки тәрәплик мунасивәтләрни йеңи сәвийәгә йәткүзгән болди. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән русийә пирезиденти виладимир путинниң йеқинқи үч йил ичидә 20 қетимдин артуқ йүзтуранә, тәхминән  50  қетим телефонда көрүшүшиму, икки тәрәп мунасивәтлириниң мувәппәқийәтлик давамлишиватқанлиқиниң әң рошән намайәндиси, әлвәттә. сүрийә киризисиниң һәл қилинишида русийә – түркийә һәмкарлиқиниң муһим икәнлики һәммигә айан. бу нуқтидин елип ейтқанда, 2020 – йилиниң түркийә – русийә мунасивәтлири җәһәттин мувәппәқийәтлик болидиғанлиқини кесип ейтишқа болиду. русларниң йеңи йилда бир һәптә тәтил қилидиғанлиқи нәзәргә елинғинида, путинниң 2020 – йили 8 – йанвар күни истанбулға қилидиған зийарити, униң 2020 – йиллиқ тунҗи чәт әл зийарити болиду. буниңдин башқа йәнә, путин русларға нисбәтән наһайити муһим болған «зәпәр байрими» ниң 75 – йиллиқини тәбрикләш паалийәтлиригә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни тәклип қилди. «түрк еқими», «аққуйу йадро електир истансиси»,  «<400 – с> башқурулидиған бомба мудапиә системиси», «уруш айропиланлири», «сайаһәт саһәси», «сүрийә киризиси» қатарлиқ муһим мәсилиләрдә икки дөләтниң бирликтә ишқа ашурушиға тегишлик наһайити көп ишлар бардур.

2019 – йили йеңи пирезидентини сайлап чиққан украинаниң түркийә билән болған мунасивәтлири әң йүксәк сәвийәдә давамлашмақта. украина пирезиденти владимир зелениски пирезидентлиққа сайлинип анчә узун өтмәй тәтил үчүн түркийәгә кәлди вә 7 – авғуст күни әнқәрәдә дөләт ишлири зийаритидә болди. қарадеңизниң бихәтәрлики, қирим мәсилиси, ортодокс черкави қатарлиқ муһим районлуқ мәсилиләрдә икки дөләт бир – бирини қоллимақта. шуңа, 2020 – йили түркийәниң украина билән болған мунасивәтлириниң муқим һаләттә изчил давамлишиши күтүлмәктә.

йәнә бир силавийан дөлити болған беларусийә – түркийә мунасивәтлириму көзгә көрүнәрлик дәриҗидә йахши кетиватиду. беларусийә пирезиденти александир лукашенко 2019 – йили 16 – апрел күни түркийәдә дөләт ишлири зийаритидә болди. 2020 – йили җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң украина вә беларусийәдә дөләт ишлири зийаритидә болуши күнтәртипкә келиши мумкин.

түркийәниң кавказ районидики там қошниси гирузийәдур. түркийә билән гирузийә хәлқаралиқ тиранзит дөләт салаһийитигә игә болғанлиқи үчүн,  2020 – йили гиретсийә – түркийә мунасивәтлири техиму мустәһкәмлиниду. баку – тифлис – қарис төмүр йолиниң үнүмини ашуридиған, баку – тифлис – җәйһан вә транс анадолу тәбиий газ туруба линийәси лайиһәси арқилиқ шәрқниң нефити ғәрбкә йөткилиду.

әзәрбәйҗан алдинқи йиллардикигә охшашла, түркийәниң һазар тәрәпкә ечилидиған муһим өтүш еғизи болушни давамлаштурмақта. түркийә билән әзәрбәйҗан һәмкарлиишип тәрәққий қилдурған «үч тәрәп миханизми» 2020 – йилиму давамлаштурулиду.

түркийә 2019 – йиил иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини таҗикистандин өткүзүвалди. иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәислик вәзиписи, түркийәниң шәрқтики мусулман вә түркий дөләтләр билән болған мунасивәтлиридә актип рол ойниши, районлуқ вә хәлқаралиқ мәсилиләргә һәл қилиш чариси издиши вә өз истиратегийәлирини оттуриға қойушида муһим рол ойнайду. буниңдин башқа йәнә, түркийә парламент әзалири ансамбили, асийа һәмкарлиқ дийалогиниң нөвәтчи рәиси болуштин сирт йәнә, асийаниң қәлби  - истанбул мусаписиниң нөвәтчи рәислик вәзиписиниму өтәп кәлмәктә.

түркийәниң түрк дунйаси билән болған мунасивәтлиридә 2020 – йили йеңи өзгиришләрниң оттуриға чиқиш еһтимали наһайити йүксәктур. түркийәниң тиришчанлиқ көрситиши нәтиҗисидә өзбекистан әза, түркмәнистан көзәткүчи болған түрк кеңиши паалийәтлирини  күчини йәниму зорайтқан һалда давамлаштуриду.  түрк кеңишиниң 2020 – йиллиқ алий дәриҗилик рәһбәрләр йиғини түркийәдә чақирилиду. 4 – нөвәтлик дунйа көчмәнләр ойунлири мусабиқисиниңму 2020 – йли бурсада өткүзүлидиғанлиқи нәзәрда тутулғинида, илгири қирғизистанда өткүзүлгинигигә охшаш, икки муһим паалийәтму арқимуарқа ишқа ашурулуши мумкин. йеңи йил һарписида йаки 2020 – йили ичидә қазақистанниң йеңи пирезиденти қасим җөмәрт тоқайев түркийәдә тунҗи рәсмий зийаритини ишқа ашуруши мумкин.

түркийә түрк дунйасиниң рәһбири сәвийәсидики бир дөләт болуш сүпити билән 2020 – йили өзбекистанниң түрк дунйаси хәлқаралиқ органлири болған түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири кеңәшмиси, хәлқара түрк мәдәнийити тәшкилати, түрк мәдәнийити вә мираслири фонди җәмийити, түрк академийәси қатарлиқ тәшкилатларға әза болушиға вә һәмкарлиқ орнитишиға йардәмчи болиду. түркийәниң өзбекистандики селинмилири қисқа вақит ичидә икки дөләт мунасивәтлирини әң йүксәк сәвийәгә йәткүзди.

түркийәниң түрк кеңиши башлиқлар йиғиниға саһибханилиқ қилидиған болуши, түркмәнистанниң түрк дунйаси билән пүтүнлүшиши үчүн қәдәм ташлишиға вәсилә болуши мумкин. дәрвәқә, түркмәнистан пирезиденти қурбангули бәрдимуһәммәдов2019 – йили 6 – декабир күни түркийә билән болған һәмкарлиқниң даирисини кеңәйтишкә әһмийәт беридиғанлиқлирини җакарлиғаниди. шуни алаһидә тәкитләш һдҗәтки, 2019 – йили түркийә түркий тилда сөзлишидиған дөләтләр парламент әзалири кеңәшмисиниң нөвәтчи рәислик вәзиписини мувәппәқийәтлик һалда тамамлап, әзәрбәйҗанға өткүзүп бәрди.

йиғип ейтқанда, 2020 – йили түркийәниң актип вә инсаний дипломатийә сийаситини давамлаштуруши вә йавроасийа районидики әлләр билән болған мунасивәтлиридә, йеңи йилниң утуқлуқ йиллардин бири болуши күтүлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر