әзо гәлин чорбиси

«әзо гәлин чорбиси» етиш усули.

1327273
әзо гәлин чорбиси

әзо гәлин чорбиси

түркийә авази радийоси: чорбилар түрк таамлирида алаһидә орун тутиду. мәвсумдин мустәқил һалда таам истемал қилишни чорбидин башлаш омумйүзлүк бир адәттур. мәйли бай болсун, мәйли пеқир болсун, мәйли йезилиқ болсун, мәйли шәһәрлик болсун, бу һәммә үчүн күчкә игә бир адәттур. охшимиған мәдәнийәтләрдә кәчлик йаки чүшлүк тамақларда истемал қилинидиған чорба түрк ашханилирида һәр вақ тамақта сунулиду. һәр күни наштилиқта күнни чорба ичиш билән ктүвелиш болупму йеза – қишлақларда наһайити кәң  омумлашқан бир әнәнидур.   

бүгүнки пирограммимизда, анадолуниң хуш пуриқиниң һиди келип туридиған, түркийәниң шәрқий җәнубий қисмиға җайлашқан газилантәптә йашап өткәнлики ривайәт қилинидиған «әзо гәлин» исимлик бир айалниң нами берилгән, һәм ләззәтлик, һәм тәййарлиниши қолай болған «әзо гәлин чорбиси»  етиш усули һәққидә мәлумат беримиз.

«әзо гәлин чорбиси»  етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • бир йерим истакан қизил йессимуқ
  • 3 қошуқ гүрүч
  • икки қошуқ булғур
  • бир данә пийаз
  • йерим қошуқ пәмидур қийами
  • бир қошуқ сериқ май
  • 6 истакан иссиқ су
  • йерим қошуқ пиннә

«әзо гәлин чорбиси» етиш усули төвәндикичә:

  • алди билән йессимуқни таки көпүки қалмиғанға қәдәр йуйуң, андин иссиқ суни йоған бир қазанда қайнитиң, арқидин қизил йессимуқни қазанға селиң.
  • үстигә 3 қошуқ гүрүч, икки қошуқ булғур вә йерим қошуқ туз илавә қилиң.
  • тәхминән 35 минут әтрапид таки қизил йессимуқлар йумшиғанға қәдәр пишуруң.
  • айрим бир саплиқта бир қошуқ сериқ майни еритиң.
  • бир данә часа шәклидә тоғралған пийазни илавә қилип, қорушқа башлаң.
  • қорулған пийазларға аввал йерим қошуқ пәмидур қийамини, андин йерим қошуқ пиннини илавә қилиң.
  • һәммисини бирликтә йәнә икки минут қориғандин кейин, очақтин елиң.
  • йессимуқ қайнитилған қазанға қорулған пәмидур қийамилиқ пийаз арилашмисини илавә қилиң.
  • андин тезлик билән қочилап йәнә 10 минут пишурғандин кейин, үстигә лимон сүйи вә қизилмуч қошуп, истемал қилсиңиз болиду.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر