айәтлиримизни инкар қилғанларни пүтүнләй (суға) ғәрқ қилдуқ

шүбһисизки, улар (һәқни көрүштин диллири) кор қәвм иди.

1311081
айәтлиримизни инкар қилғанларни пүтүнләй (суға) ғәрқ қилдуқ

айәтлиримизни инкар қилғанларни пүтүнләй (суға) ғәрқ қилдуқ

түркийә авази радийоси: әраф сүриси, 58 – 67 – айәтләр.  мунбәт йәрниң гийаһи аллаһниң изни билән толуқ үниду (бу вәз ـ нәсиһәткә қулақ селип, униңдин пайдилинидиған мөминниң мисалидур), начар йәрниң гийаһи аз өсиду (бу вәз ـ нәсиһәттин пайдиланмайдиған капирниң мисалидур), шүкүр қилидиған қәвм үчүн айәтлиримизни мушундақ шәкилләрдә байан қилимиз[58]. шәк - шүбһисизки, нуһни өз қәвмигә пәйғәмбәр қилип әвәттуқ, у: ‹‹и қәвмим! аллаһқа ибадәт қилиңлар, силәргә аллаһтин башқа мәбуд (бәрһәқ) йоқтур, мән һәқиқәтән силәрниң бүйүк күнниң (йәни қийамәт күниниң) азабиға қелишиңлардин қорқимән›› деди[59]. қәвминиң чоңлири: ‹‹биз сени һәқиқәтән рошән гумраһлиқта көрүмиз›› деди[60]. нуһ ейтти: ‹‹и қәвмим! мән қилчиму гумраһ әмәсмән, лекин мән аләмләрниң пәрвәрдигари тәрипидин әвәтилгән пәйғәмбәрмән[61]. силәргә пәрвәрдигаримниң әлчиликини йәткүзимән, силәргә нәсиһәт қилимән, мән аллаһниң вәһйи қилиши билән силәр билмәйдиған нәрсиләрни билимән[62]. силәрни агаһландуруш үчүн, (куфридин) сақлинишиңлар вә аллаһниң рәһмитигә еришишиңлар үчүн, силәргә араңлардики бир киши арқилиқ пәрвәрдигариңларниң вәһйиси келишидин әҗәбләнмәмсиләр?››[63] улар нуһни инкар қилди, нуһни униң билән кемидә биллә болғанларни қутқуздуқ, айәтлиримизни инкар қилғанларни пүтүнләй (суға) ғәрқ қилдуқ. шүбһисизки, улар (һәқни көрүштин диллири) кор қәвм иди[64]. ад (қәвми) гә уларниң қериндиши һудни әвәттуқ, һуд: ‹‹и қәвмим! аллаһқа ибадәт қилиңлар, силәргә аллаһтин башқа мәбуд (бәрһәқ) йоқтур. (униң азабидин) қорқмамсиләр?›› деди[65]. униң қәвминиң иман ейтмиған чоңлири: ‹‹биз сени һәқиқәтән әхмәқ һесаблаймиз, биз сени, әлвәттә, (пәйғәмбәрлик дәвайиңда) йалғанчилардин дәп гуман қилимиз›› деди[66]. һуд ейтти: ‹‹и қәвмим! мән әхмәқ әмәсмән, лекин мән аләмләрниң пәрвәрдигари тәрипидин әвәтилгән пәйғәмбәрмән[67].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر