дунйа тарихидики әң узун айропилан учуши

австиралийәниң бир транспорт ширкити «дунйа тарихидики әң узун айропилан учуши» ни ғәлибилик синақ қилди.

1291576
дунйа тарихидики әң узун айропилан учуши

түркийә авази радийоси: «BBC» қанилиниң хәвәр қилишичә, «The Boeing 787-9» типлиқ айропилан американиң нийу йорк шәһиридин австиралийәниң сидней шәһиригә бивастә учуп, 16 миң 200 келометирлиқ мусапини 19 саәт 16 минутта тамамлиған.

үзлүксиз, бивастә учушниң учқучиларға, айропилан хадимлириға вә йолучиларға көрситидиған тәсирини тәтқиқ қилишниңму бир парчиси болған бу қетимқи узун учуш синиқида, айропиланда 49 йоличиниң барлиқи билдүрүлди.

дунйа тарихидики әң узун мусапилиқ учуш синиқи җәрйанида, айроплаин қозғилиштин илгири йоличиларниң саәтлири сидней вақитиға тоғриланди. учуштин 6 саәт кейин уйқуни асанлаштурудиған йуқири карбонлуқ тамақ тарқитип берилди.

ширкәт келәр ай йәнә, лондондин сиднейгә тохтавсиз бивастә учушни пиланлимақта.

ширкәт тәрипидин елан қилинған байанатта, синақ учушларниң нәтиҗиси иҗабий болған тәқдирдә, 2022йаки 2023йилидин етибарән рәсмий айропилан қатнашлириниң башлиниши мумкинлики уқтурулди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر