хоңкоңдики намайишларда җәмий 2379 намайишчи тутқун қилинди

назарәткә елинған һәр 10 намайишчидин бирсиниң 15 йаштин кичик өсмүр икәнлики билдүрүлди.

1286458
хоңкоңдики намайишларда җәмий 2379 намайишчи тутқун қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: хоңкоңда ийун ейидин бери үзүлмәй давамлишиватқан намайишларда бүгүнгә қәдәр 2379 киши назарәткә елинди.

хитайниң хоңкоң алаһидә мәмурий райони баш катипи маттев чеуң кинчоң ахбарат елан қилиш йиғинида, назарәткә елинғанлардин 750 кишиниң 18 йаштин кичик өсмүрләр икәнликини вә буларниң ичидә 104 намайишчиниң 16 йаштин кичик икәнликини билдүрүп: «бу адәмни чөчүтидиған вә азабқа салидиған бир әһвал» деди. 

баш катип чеуң кинчоң аилиләр вә оқутқучиларниң өсмүрләргә қанунсиз вә зораванлиқ һәрикәтлиридин узақ туруши шундақла йаридар болуш вә кәлгүсини зулмәткә толдуридиған назарәткә елиништәк ишлардин қечиши керәклики һәққидә нәсиһәт қилишини тәләп қилди.

хоңкоң валийси кәррей лам сәйшәнбә күни елан қилған байанатида, сентәбир ейида мәктәпләр оқуш башлиғандин кейин назарәткә елинған намайишчиларниң асасән дегүдәк 18 йаштин кичик икәнликини, шәнбә вә йәкшәнбә күнлири (2019-йили 5-6-өктәбир) назарәткә елинғанларниңму 10 кишидин бирсиниң 15 йаштин кичик өсмүр икәнликини билдүргән иди.

хитайниң дөләт байрими болған 1өктәбир күнидики намайишларда 18 йашлиқ бир нәпәр толуқ оттура мәктәп оқуғучиси вә маска тақаш чәкләнгәндин кейинки намайишларда 14 йашлиқ йәнә бир оқуғучи сақчиларниң оқида йаридар болған иди.

йәнә бир тәрәптин, хитайниң баңкокта турушлуқ әлчиханиси тайландлиқ бир сийасий рәһбәрниң хоңкоңдики намайиш рәһбәрлиридин җошуа воң билән алақә орнатқанлиқини әйиблиди.

хитайниң баңкокта турушлуқ әлчиханиси тәрипидин елан қилинған байанатта, тайландлиқ сийасәтчиниң позитсийәсиниң хата болғанлиқи вә мәсулийәтсизлик билән һәрикәт қилғанлиқи илгири сүрүлүп, хитай билән тайланд оттурисидики мунасивәтләр үчүн неминиң пайдилиқ болидиғанлиқини нәзәрдә тутушини вә буниңдин кейин техиму диққәт қилип иш қилиши керәкликини үмид қилидиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر