германийәдә п к к/ п й д тәрәбдарлири бир җамәгә вә түрк ашханисиға һуҗум қилди

германийәниң бад салзуфлен шәһиридә терорлуқ тәшкилати п к к/ п й д тәрәбдарлири бир җамәгә вә түрк ашханисиға тәң бирла вақитта һуҗум қилип маддий зийан йәткүзди.

1286477
германийәдә п к к/ п й д тәрәбдарлири бир җамәгә вә түрк ашханисиға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: германийә диний ишлар башқармиси түрк - ислам бирликигә тәвә мәвлана җамәсигә түнүгүн шу йәрниң вақти кәч саәт 22:30 дә, терорлуқ тәшкилати п к к/ п й д тәрәбдарлири һуҗум қилди вә җамәниң алдидики түрүккә есилған байрақ таниси кесип, түркийә байриқини елип қачти.

дәл шу саәттә йәнә, түрк ашханисға һуҗум қилип, бинаниң дәризилирини чақти вә ичигә от өчүрүш туңлирини етип бинаға зийан салди.

сақчилар һәр икки вәқә һәққидә җиддий тәкшүрүш башлиди.  

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر