америка – талибан сөһбити ахирлашти

америка қошма иштатлири билән талибан оттурисида қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлүватқан 8 – қетимлиқ сөһбәт ахирлашти.

1252004
америка – талибан сөһбити ахирлашти

түркийә авази радийоси хәвири: талибан байанатчиси зәбиһуллаһ муҗаһид, мәркизи қатардики «‹әлҗәзирә› телевизийә қанили» ниң зийаритини қобул қилғанда бәргән байанатида, талибан билән америка қошма иштатлири оттурисида  қатарниң пайтәхти доһада өткүзүлүватқан 8 – қетимлиқ сөһбәтниң ахирлашқанлиқини, бу сөһбәтләрниң наһайити узунға созулған болсиму, лекин нәтиҗисиниң үнүмлүк болғанлиқини қәйт қилған.

 у йәнә, һәр икки тәрәпниң рәһбәрлири билән кәлгүсидә ташлинидиған қәдәмләр һәққидә кеңәш елип баридиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилған.

қатар әмири шәйх тәмим бин һәмәд алсани билән америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп пәйшәнбә күни телефонда көрүшүп, талибан билән америка оттурисидики өзгиришләр һәққидә музакирә елип барғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر