әрдоған бәзи дөләтләрниң рәһбәрлириниң қурбан һейтини тәбриклиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қурбан һейт мунасивити билән бәзи дөләтләрниң рәһбәрлиригә телефон қилип, қурбан һейтини тәбриклиди.

1251943
әрдоған бәзи дөләтләрниң рәһбәрлириниң қурбан һейтини тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик сарийи учур - алақә ишлири башқармисиниң билдүрүшичә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған қурбан һейт мунасивити билән, малайшийа баш министири махатир муһәммәд, пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас, қирғизистан пирезиденти сооронбай җенбеков вә қазақистанниң қурғучи пирезиденти нурсултан нәзәрбайев қатарлиқ рәһбәрләргә телефон қилип, қурбан һейтини тәбриклигән, мәзкур рәһбәрләрму җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң қурбан һейтини тәбрикләйдиғанлиқлирини ипадилигән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر