«<фират дәрйаси> ниң шәрқий қисми террорчилардин тазилиниду»

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу «фират дәрйаси» ниң шәрқий қисминиң қандақ болушидин қәтийнәзәр террорчилардин тазилинидиғанлиқини ейтти.

1251597
«<фират дәрйаси> ниң шәрқий қисми террорчилардин тазилиниду»

түркийә авази радийоси хәвири: чавушоғлу түнүгүн қурбан һейт мунасивити билән адаләт вә тәрәққийат партийәсиниң анталйа вилайәтлик шөбисидә өткүзүлгән һейтлишиш мурасимида бу һәқтә тохталғанда, мундақ деди: «сүрийәдә африн районини террорчилардин қандақ тазиланған болсақ, җәраблусни даеш террорчилиридин қандақ тазиланған болсақ, <фират дәрйаси> ниң шәрқий қисминиму бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати  й п г/п к к террорчилиридин шундақ тазилаймиз. қандақ болушидин қәтийнәзәр, бу районни террорчилардин чоқум тазилаймиз. бу һәқтики пиланимизда һечқандақ өзгириш йоқ. америка қошма иштатлириниңму буниңдин кейин мунбичтикигә охшаш бизни қаймуқтуруш басқучини қоллинишиға йол қоймаймиз.»

түркийәниң дипломатийә җәһәттин сақлиниватқан мәсилиләрни һәл қилип келиватқанлиқини әскәрткән чавушоғлу,  дөләт ичи-сиртида терроризмға қарши  күрәшни изчил давамлаштуруватқанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «шималий ирақтиму әң ахирқи террорчи йоқитилғанға қәдәр терроризмға қарши  күришимизни қәтий давамлаштуримиз, дөләт ичидики террорчиларни қандақ тазилиған болсақ, у йәрдики террорчиларниму шундақ тазилаймиз. бу һәқтә буниңдин башқа йолму йоқтур.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر