әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси

«әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси» етиш усули.

1235157
әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси

әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси

түркийә авази радийоси: бүгүн силәргә һәм ләзәтлик һәм тәййарлиниши интайин қолай болған «әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси» етиш усули һәққидә мәлумат беримиз.

«әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси» етиш үчүн керәклик болған материйаллар төвәндикичә:

  • бир истакан йешил йессимуқ
  • йерим истакан әриштә
  • бир қошуқ сериқ май
  • 4 истакан су
  • бир истакан гөш сүйи йаки тоху сүйи
  • 1 – 2 данә пийаз
  • 1 – 3 татлиқ қошуқи қуруқ пиннә
  • бир татлиқ қушуқи туз
  • 1 – 3  татлиқ қошуқи қизилмуч
  • бир қошуқ пәмидур қийами

«әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси» етиш усули төвәндикичә:

  • алди билән, йешил йессимуқни йуғандин кейин, 5 – 6 минуттәк қайнитиң, арқидин сүзүп, сүйини елиң.
  • пийазни төт часа қилип тоғраң.
  • сериқ майни еритиң вә пийазни сериқ майда қоруң.
  • пәмидур қийамини илавә қилғандин кейин, пийазлар билән бирликтә 2 – 3 минуттәк қоруң.
  • йессимуқни илавә қилип, бирқанчә минут пишуруң.
  • тоху сүйи билән суни аста – аста йессимуққа илавә қилиң.
  • туз вә башқа тетитқуларниму илавә қилғандин кейин, суни қайнитиң.
  • ахирида әриштиләрни қайниған йессимуқлуқ арилашмиға илавә қилиң.
  • әгәр әриштә тапалмисиңиз, макарна ишләтсиңизму болиду, бирақ инчикә вә тез пишидиған макарнани таллишиңизға тоғра келиду.
  • әриштиләр йаки макарналар пишип, йумушиған чағда, «әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси» тәййар болған болиду.
  • халисиңиз «әриштилик йешил йесимуқ  чорбиси» ниң үстигә сериқ май қетилған қуруқ пиннә сепип, истемал қилсиңиз болиду.


مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر