әнглийә қош нопуслуқ пуқралирини иранда сайаһәттә болмаслиқ һәққидә агаһландурди

әнглийә қош нопуслуқ шундақла әнглийә һөкүмитигә тәвә органлар үчүн ишләйдиған теги иранлиқ пуқралирини иранда сайаһәттә болмаслиқ һәққидә агаһландурди.

1203550
әнглийә қош нопуслуқ пуқралирини иранда сайаһәттә болмаслиқ һәққидә агаһландурди

 

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә ташқи ишлар министирлиқидин елан қилинған йазма байанатта, сайаһәт агаһландуруши қарариниң, қош нопуслуқ шундақла әнглийә һөкүмитигә тәвә органлар үчүн ишләйдиған теги иранлиқ пуқралириға қарита иран һөкүмити тәрипидин халиғанчә назарәткә елиш вә начар муамилигә дучар қилиш вәқәлири йүз бәргәндин кейин мақулланғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «әнглийә пуқралири болупму қош нопуслуқ пуқралар нурғунлиған дөләтләрниң пуқралириға селиштурғанда қәтий қобул қилғили болмайдиған шәкилдә халиғанчә қолға елиш вә начар муамилигә дучар қилиш хәвпигә көпрәк учримақта» дейилди. һәмдә иран хәвпсизлик күчлириниң әнглийә органлири билән мунасивити бар кишиләрдинму гуманлинидиғанлиқи тәкитләнди.

байанатта, иран қош нопусни етирап қилмиғанлиқи сәвәбидин навада назарәткә елинған тәқдирдә әнглийәниң қолидин келидиғанлириму чәклик икәнлики тәкитләнди.

әнглийә ташқи ишлар министири җеремий һантму қош нопуслуқ пуқраларниң иранда зийарәттә болған әһвалда начар муамилигә учраш хәвпигә дучар болидиғанлиқини илгири сүрүп, «әнглийә мәсилини һәл қилиш үчүн қанчилиған қетим пурсәт сунған болсиму, иран һөкүмитиниң бәлгилимилири барғанчә начарлишип кәтти. башқа барлиқ таллашлар түгигәнлики түпәйли әмдиликтә қош нупуслуқ пуқралиримизниң иранда зийарәттә болмаслиқини тәвсийә қилишқа мәҗбурмиз» деди.

әнглийәниң сайаһәт агаһландуруши қарари, иран һөкүмитиниң әнглийә консолида ишләйдиған бир иранлиқни җасуслуқ билән әйибләп, 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилғандин кейин мақулланди. 

 

 

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر