мәвлүт чавушоғлу дунйа миқйасидики чоң террорлуқ тәһдитини әскәртти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йеқинқи мәзгилдин буйан дунйа миқйасида йүз бәргән террорлуқ һуҗумлири тәһдитиниң нәқәдәр чоңлуқини әскәрткәнликини ейтти.

1203508
мәвлүт чавушоғлу дунйа миқйасидики чоң террорлуқ тәһдитини  әскәртти

 

түркийә авази радийоси хәвири: мәвлүт чавушоғлу финландийәниң пайтәхти һелсинкидә өткүзүлгән 129нөвәтлик йавропа кеңиши башлиқлар комитети йиғининиң һәйәт башлиқлири қатнашқан бөлүмидә нутуқ сөзлиди.

мәвлүт чавушоғлу йавропа кеңиши баш катипи торбҗорн җагландниң йиғин даирисидә сонған доклатидики «йавропада айримчилиққа қарши күрәш вә баравәрлик сийасәтлириниң күчләндүрилиши» гә алақидар чақириқини қоллайдиғанлиқини билдүрүп, «демократийәмиз нөвәттики бурулушларниң хәвпи астида турмақта. ибадәтханиларға қилиниватқан һуҗумлар барғанчә кеңәймәктә. йеңи зеландийә вә сириланкада йүз бәргән террорлуқ һуҗумлири, америкидики җамәгә қилинған һуҗум вә йавропадиму охшаш вәқәләрниң йүз бериватқанлиқи бизгә тәһдитниң нәқәдәр чоңлуқини әскәртмәктә. доклаттики иҗтимаий һәқ - һоқуқларға алаһидә әһмийәт берилгәнликиниму мәдһийәләймиз. бирақ айримчилиққа қарши мунасип бир шәкилдә қоғдаш пирограммилири болмиса, мәсилән؛ хизмәткә илтимас сунғиниңизда тән рәңгиңиз йаки баш йағлиқиңиз сәвәбидиин рәт қилинсиңиз, иҗтимаий һәқ - һоқуқниң анчә мәниси қалмиған болиду» деди.

мәвлүт чавушоғлу тоқунушларниң тинч йоллар билән һәл қилиниши вә йавропа кеңишигә әза дөләтләрниң земин пүтүнликигә һөрмәт қилишниң һәммәйләнгә ортақ бир мәсулийәт болуши лазимлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر