һами ақсой қирим татар сүргини үстидә тохталди

ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, түркийәниң қирим татарлири билән кавказ хәлқиниң тартқан азаб - оқубәтлирини ортақлишидиғанлиқини билдүрди.

1203643
һами ақсой қирим татар сүргини үстидә тохталди

 

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси һами ақсой, җәркәз вә қирим татар сүргүнлириниң хатирә йилиға алақидар соалға йазма җаваб қайтурди.

һами ақсой 1944йили 17вә 18 - май кечиси тәхминән 250 миң қирим татарлириниң ана вәтидин сүргүн қилинғанлиқини әскәртип, «75 йил илгири инсанийәтниң ғуруриға зит шараитларда йүз бәргән сүргүн җәрйанида әпсуски, он миңлиған қирим татарлири һайатидин айрилди. йәнә нурғунлири дучар болған азаблиқ сүргүн муһитида, вәтән һәсрити билән ана йүртлирдин узақларда вапат болушқа мәҗбур болди» деди.

һами ақсой 21майниң болса, тарихқа «чәркәз сүргини» дәп хатириләнгәнликини тәкитләп, «қериндаш қирим татарлири билән қериндаш кавказ хәлқиниң тартқан азаб - оқубәтлирини ортақлишимиз. сүргүнләрдә һайатидин айрилғанларни аллаһтин рәһмәт теләш билән әсләймиз. уларниң әзиз хатирәлири алдида һөрмәт билән егилимиз» деди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر