трамп хитайниң хуавей ширкитигә алақидар қарарнамиға имза қойди

хитайниң хуавей ширкити билән тиҗарәт қилған америка ширкәтлиригә буниңдин кейин бу қарарнамә арқилиқ ембарго йүргүзгили болиду.

1202348
трамп хитайниң хуавей ширкитигә алақидар қарарнамиға имза қойди

 

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти доналд трамп америка ширкәтлириниң дөләт хәвпсизликигә тәһдит шәкилләндүргән дөләтләрдин телефон телеграф؛ учур - алақә әслиһәлирини елишини чәкләйдиған пирезидентлиқ қарарнамисиға имза қойди.

ақ сарай байанатчиси сараһ сандерс елан қилған йазма байанатта, доналд трампниң «илим пән, учур алақә техникилири вә мулазимәтлири билән тәминләш системисини қоғдаш» темилиқ пирезидентлиқ қарарнамисиға имза қойғанлиқи билдүрүлди.

буниңға асасән трампниң қарари؛ америка ширкәтлириниң дөләт бихәтәрликигә тәһдит шәкилләндүридиған дөләтләрдин телефон телеграф؛ учур - алақә әслиһәлирини елишини чәкләйду.

доналд трамп америкиниң телефон телеграф؛ учур алақә торини қоғдаш мәқситидә «дөләтлик җиддий һаләт» елан қилған болуп, униң ташлиған бу қәдимидики (гәрчә қарарнамида исми тилға елинмиған болсиму,) һуҗум нишаниниң хитай икәнлики билдүрүлди.

америка медийаси, хитай билән йеқинқи айлардин буйан көрүлгән ишлар нәтиҗисидә, хитай учур алақә ширкити хуавейниң америкидики қилмишлириға алақидар трамп һөкүмитиниң бу хил қәдәмни ташлиғанлиқини илгири сүрди.

ақ сарай мәсуллири бирәр дөләт йаки ширкәтниң исмини бивастә тилға елиштин өзини қачуруп кәлмәктә.

америка мәтбуатлириниң хәвәрлиридә, трамп һөкүмитиниң буниңдин кейин хуавей ширкити билән тиҗарәт қилған америка ширкәтлиригиму имбарго қойалайдиғанлиқи билдүрүлди.

хитай һөкүмити ақ сарай даирилириниң америка ширкәтлириниң хуавей билән һәмкарлиқ орнитишини чәкләш характерлик бир пирезидент қарарнамиси чиқиришқа тәййарлиниватқанлиқиға илгириму наразилиқ билдүргән вә бу қәдәмгә қарита «һәм нумус қиларлиқ, һәм наһәқчилиқ» дәп баһа бәргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر