ким җоңун доналд трамп билән учришиш үчүн вйетнамниң пайтәхти ханойға йетип барди

шималий корейә пирезиденти ким җоңун америка пирезиденти доналд трамп билән өткүзүлидиған учришиш йиғини үчүн вйетнамниң пайтәхти ханойға йетип барди.

1152621
ким җоңун доналд трамп билән учришиш үчүн вйетнамниң пайтәхти ханойға йетип барди

 

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә пирезиденти ким җоңун хитай - вйетнам чеграсиғичә пойиз билән сәпәр қилди. андин қуруғлуқ билән ханойға йетип барди. униңға бир пүтүн қоғдиғучилар қисми һәмраһ болди. ханой кочилирида оқ өтмәс лимузин билән айланди.

шималий корейә пирезиденти ким җоңун қонидиған мелийа меһманханисиниң алдида нурғун санда ахбаратчи, сақчи вә әскәрләр күтүп турған иди. йүзлигән киши шималий корейә рәһбирини көрүш үчүн йол бойлириға тезилған тосақларниң арқисидға топланған иди.

америка пирезиденти доналд трампниңму бүгүн кәчтә вйетнамға қарап йолға чиқиши мөлчәрләнмәктә.

доналд трампниң вйетнамда пирезидент нигуйен путроң вә баш министир нигуйен шуан пуч билән көрүшкәндин кейин, шималий корейә пирезиденти ким җоңун билән мәхсус кәчлик зийапәттә бир йәргә җәм болуши пиланланмақта.

зийапәткә америка таши ишлар министири майк помпейо, ақ сарай хамчот ишлири ишханиси дириктори майк мулванейңму қатнишидиғанлиқи, зийапәттә йәнә, ким җоңунниң йенидиму икки йардәмчисидин башқа йәнә һәр икки тәрәп тәрҗуманлириниңму болидиғанлиқи билдүрүлмәктә.

трамп билән ким вйетнамда әтә чаршәнбә вә пәйшәнбә күнлири бир түркүм рәсмий музакиләрдә болиду.

нурғунлиған мутәхәссиләр ким җоңунниң йадролуқ қораллардин ваз кечидиғанлиқини тәхмин қилмақта.

вйетнам мәсуллири учришиш үчүн бихәтәрлик тәбирлириниң әң йуқири сәвийәгә чиқирилғанлиқини елан қилған иди.

америка пирезиденти доналд трамп билән шималий корейә рәһбири ким җоңун 2018йили 12ийунда сингапорда өткүзүлгән тарихий әһмийәткә игә учришишта бир йәргә җәм болған вә бир түркүм келишимләрни имзалиға иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر