афириди: түркийә һәр даим пакистанниң йенида ака орнида туруп кәлди

пакистан ички ишлар министири шәһрийар хан афириди түркийәниң һәр қандақ чағда дөлитиниң йенида икәнликини билдүрди.

1151139
афириди: түркийә һәр даим пакистанниң йенида ака орнида туруп кәлди

 

түркийә авази радийоси хәвири: ички ишлар министири африди анадолу агентлиқиға бәргән байанатида җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң пакистанда келәр ай елип баридиған зийаритиниң тарихий әһмийәткә игә болидиғанлиқини вә зийаритиниң пакистанға нисбәтән интайин әһмийәтлик икәнликини ейтти.

африди җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң түркийәни әң йуқири сәвийәләргә йәткүзгәнликини тилға алди. түркийәниң һәр даим пакистанниң йенида ака орнида туруп кәлгәнликини тәкитләп, буниң башқа дөләтләргә нисбәтән үлгә болидиғанлиқини тилға алди.

африди фәтһуллаһчи терролуқ тәшкилатиниң пакистанда «террорлуқ тәшкилати» дәп елан қилинишиға даир қарарнамә үстидиму тохтилип, «қанунни айақ асти қилғанларға бир дәрс берип қойуш керәк иди» дегән сөзләрни ишләтти.

баш министир имран ханниң рәһбәрликидә пакистанниң қошнилириға алаһидә әһмийәт бириватқанлиқини билдүрди. һиндистандики кәшмирниң пулвама районида 14 - февралда йүз бәргән вә 44 һиндистан әскириниң өлүмигә сәвәб болған һуҗумниң пакистанға нисбәтән әндишилик мәсилә икәнликини ейтти.

афириди пакистанниң һечқандақ тәкшүрүш елип берилмастинла һиндистан һөкүмити ичидики бәзи күчләр тәрипидин әйилинишини шундақла һуҗумға пакистанни четип көрситишни мәқсәт қилған үсти йепиқ байанатларда болунушлирини қәтий түрдә қобул қилмайдиғанлиқини билдүрди.

афириди һиндистанлиқ мәсулларға мәсилә һәққидә һәмкарлишиш вә мәсилини әтраплиқ тәкшүрүш тәклипидә болғанлиқини әскәртип, террорлуққа қарши күрәштә һәмкарлиққа һәр даим тәййар икәнликини билдүрди. 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر