сәуди әрәбистан мәликиси зибу - зиннәтлирини оғриға бәрди

фирансийәниң пайтәхти париждики бир алий меһман сарайда сәуди әрәбистан падишаһ аилисидин бир мәликиниң 800 миң йавролуқ зибу – зиннәтлири оғрилап кетилди.

1047014
сәуди әрәбистан мәликиси зибу - зиннәтлирини оғриға бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийәниң «France Bleu» гезитидә елан қилинған хәвәрдә, оғрилиқ вәқәсиниң җүмә күни йүз бәргәнлики билдүрүлди.

хәвәрәдә пайтәхт парижниң вендом мәйданидики алий меһман сарайға чүшкән вә исми тилға елинмиған сәуди әрәбистан мәликисиниң 800 миң йавролуқ зибу зиннәтлириниң оғрилап кетилгәнликини билгәнлдин кейин, дәрһал дело мәлум қилғанлиқи билдүрүлди.

зибу зиннәтниң бихәтәрлик сандуқида сақланмиғанлиқи, йатақта бирәр ишикниң зорлап ечилғанлиқиға даир һечқандақ изниңму байқалмиғанлиқи қәйт қилинди.

мәзкур алий меһманханиниң зибу зиннәт сетиш магзинида бу йил декабирда йүз бәргән палта билән оғрилиқ қилиш вәқәсидә, 4 милйон йавролуқ зибу зиннәт оғрилап кетилгән иди.

маска тақивалған 5 киши тәрипидин садир қилинған зибу - зиннәт оғрилаш җинайитидин кейин, қисқиғинә вақит ичидә җинайәтчиләрдин 3 киши тутулған иди.   



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر