русийә тарихидики әң чоң һәрбий манивер башланди

русийә армийәси русийә тарихидики әң чоң манивер һесаблинидиған «Vostok-2018» маниверини башлиди. маниверға 300 миңға йеқин әскәр қатнишиду.

1047392
русийә тарихидики әң чоң һәрбий манивер башланди

 

түркийә авази радийоси хәвири: русийә дөләт мудапиә министирлиқидин елан қилинған йазма байанатта, русийәниң шәрқий қуруғлуқида вә деңиз тәвәликидә 17синтәбиргичә давамлишидиған «Vostok-2018» манивериға русийә дөләт мудапиә министири сергей шойгониң қоманданлиқ қилидиғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, «маниверниң асаслиқ мәқсити, һәрбий идарә органларниң пиланлаштики тәййарлиқ сәвийәсини бәлгиләш, узун мусапиләрдә қисимларниң қайтидин гуруплишишини ишқа ашуруш, қуруғлуқ қисимлири билән деңиз армийәси оттурисидики алақиләрни рәткә селиш, қоманданлар билән қисимларниң тәййарлиқ вә һәрбий һәрикәтләр җәрйанидики қабилийәтлирини тәрәққий қилдуруштур» дейилди.

маниверниң икки басқучлуқ һалда өткүзүлидиғанлиқи, дәсләпки басқучта бәлгиләнгән вәзипиләрниң орундилиши үчүн һәр қайси қисимларни русийәниң шәрқигә орунлаштуридиғанлиқи, шималий вә шәрқий районлардики деңиз тәвәликидә болса, деңиз армийәсиниң техиму кеңәйтилидиғанлиқи билдүрүлди.

иккинчи басқучта қоманданларниң мудапиә вә һуҗум һәрикәтлиридә охшаш болмиған қисилар оттурисида көрүнгән башқуруш мәсилилири үстидә хизмәт ишлинидиғанлиқи, паалийәтләрниң омумән қилип ейтқанда, шәрқий райондики мәшиқ мәйданлирида өткүзүлидиғанлиқи уқтурулди. 

маниверда шәрқий вә мәркизий һәрбий райондики қисимлар билән шималдики деңиз армийәси вә һава армийәсиниңму орун алидиғанлиқи әскәртилди. тисугол мәшқ мәйданида өткүзүлидиған маниверға хитай армийәсиниң қатнишидиғанлиқи қәйт қилинди.

байанатта, һәрбий маниверниң 1996йили 26 - апрелда русийә, қазақистан, қирғизистан, таҗикистан вә хитай бирликтә чегра районлардики һәрбий мәйданларда өткүзгән шундақла бихәтәрликниң күчәйтилиши үчүн түзүлгән келишимләргә толуқ мас икәнлики билдүрүлди.

«Vostok-2018» манивериға 300 миңға йеқин әскәр, 1000 дин артуқ айропилан, тик учар, учқучисиз һава аппиратлири, 36 миңға йеқин танка, броновек вә башқа һәрбий техникилиқ үскүниләр билән биргә 80 гә йеқин парахотму қатнишиду.

«Vostok-2018» манивери совит иттипақи мәзгилидә 1981йилида өткүзүлгән «Zapad-81» маниверидин кейин, русийә тарихидики әң көп әскәр қатнашқан һәрбий манивери һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر