зулум қилған қәвмниң йилтизи қурутулди

җими һәмдусана (пәйғәмбәрлиригә йардәм берип, куффарларни һалак қилғанлиқи үчүн) аләмләрниң пәрвәрдигари аллаһқа хастур!

1044911
зулум қилған қәвмниң йилтизи қурутулди

түркийә авази радийоси: әнам сүриси, 44 – 51 – айәтләр.  улар өзлиригә қилинған нәсиһәтни унтуған чағда, уларға (синаш үчүн) параванлиқниң һәммә ишиклирини ечивәттуқ, улар таки өзлиригә берилгән немәтләрдин хушал ـ хурам турғанда (уларни уштумтут җазалидуқ), улар һәсрәттә қалди[44]. зулум қилған қәвмниң йилтизи қурутулди (йәни улар пүтүнләй һалак қилинди). җими һәмдусана (пәйғәмбәрлиригә йардәм берип, куффарларни һалак қилғанлиқи үчүн) аләмләрниң пәрвәрдигари аллаһқа хастур![45] (и муһәммәд!) ейтқинки, «ейтип беқиңларчу, әгәр аллаһ силәрниң қулиқиңларни гас, көзүңларни кор қилип қойса, диллириңларни печәтливәтсә (йәни силәрни һеч нәрсини чүшәнмәйдиған қилип қойса), уларни аллаһтин башқа йәнә қайси илаһ әслигә кәлтүрәләйду?» қариғинки, биз (қудритимизни көрситип беридиған) айәтлиримизни қандақ байан қилғанмиз, әмма улар (шу айәтләрдин) йүз өрүйду (йәни иман ейтмайду)[46]. (и муһәммәд!) ейтқинки, «ейтип беқиңларчу, әгәр силәргә аллаһниң азаби уштумтут йаки ашкара кәлсә, залим қәвмдин башқа йәнә кимләр һалак қилиниду?»[47] биз пәйғәмбәрләрни пәқәт (саваб билән) хуш хәвәр бәргүчи, (азабтин) агаһландурғучи қилип әвәтимиз, иман ейтқан вә (әмәллирини) түзигән кишиләргә (кәлгүсидин) ғәм қилиш, (кәткәнгә) қайғуруш йоқтур[48]. бизниң айәтлиримизни инкар қилғанлар, (аллаһқа) итаәтсизликлири түпәйлидин, азабқа дучар болиду[49]. (и муһәммәд! сәндин адәттин ташқири ишларни тәләп қилғучи куффарларға) ейтқинки, «мән силәргә, мәндә аллаһниң хәзинилири бар, демәймән, мән ғәйбниму билмәймән, силәргә, мән болсам һәқиқәтән бир пәриштә, дәпму ейтмаймән, мән пәқәт маңа қилинған вәһйигила әмәл қилимән». ейтқинки, «кор адәм билән көзи сақ адәм баравәрму? (йәни капир билән мөмин баравәрму?) ойлап бақмамсиләр?»[50] пәрвәрдигариниң дәргаһиға йиғилиштин қорқидиғанларниң (куфридин, гунаһтин) сақлинишлири үчүн, уларни қуран билән агаһландурғин, уларға аллаһтин ғәйрий дост вә шапаәт қилғучи йоқтур[51].  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر