и мөминләр! аллаһ бәлгиләп бәргән чәктин ашмаңлар

и мөминләр! аллаһ силәргә һалал қилған пак нәрсиләрни (тәрки дунйа болуш йүзисидин өзүңларға) һарам қилмаңлар, (аллаһ бәлгиләп бәргән) чәктин ашмаңлар, аллаһ чәктин ашқучиларни һәқиқәтән дост тутмайду.

991138
и мөминләр! аллаһ бәлгиләп бәргән чәктин ашмаңлар

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 83 - 89 – айәтләр. улар пәйғәмбәргә назил қилинған қуранни аңлиған чағлирида һәқиқәтни тонуғанлиқлиридин, уларниң көзлиридин йаш қойулғанлиқини көрисән, улар ейтиду: «рәббимиз, биз иман ейттуқ, бизни (пәйғәмбириңни, китабиңни) етирап қилғучилар қатарида қилғин[83]. биз немишқа аллаһқа, бизгә кәлгән һәқиқәткә ишәнмәйли? һалбуки, биз пәрвәрдигаримизниң бизни йахши кишиләр қатарида (җәннәткә) киргүзүшни үмид қилимиз»[84]. бу сөзлири үчүн аллаһ уларни астидин өстәңлар еқип туридиған җәннәтләр билән мукапатлайду. улар җәннәтләрдә мәңгү қалиду. йахшилиқ қилғучиларға берилидиған мукапат әнә шу[85]. капир болғанлар, бизниң айәтлиримизни йалғанға чиқарғанлар дозах әһлидур[86]. и мөминләр! аллаһ силәргә һалал қилған пак нәрсиләрни (тәрки дунйа болуш йүзисидин өзүңларға) һарам қилмаңлар, (аллаһ бәлгиләп бәргән) чәктин ашмаңлар, аллаһ чәктин ашқучиларни һәқиқәтән дост тутмайду [87]. аллаһ силәргә ризиқ қилип бәргән һалал, пак нәрсиләрдин йәңлар, силәр иман ейтқан аллаһқа тәқвадарлиқ қилиңлар[88]. аллаһ силәрни сәвәнлик билән қилған  қәсимиңлар үчүн җавабкарлиққа тартмайду, ликин силәрни қәстән қилған қәсимиңлар үчүн җавапкарлиққа тартиду (мундақ қәсимиңларни бузсаңлар) униң кәффарити аиләңларға беридиған оттура дәриҗилик тамақ билән он мискинни бир вах ғизаландуруштур, йаки уларға (йәни он мискингә бәдинини йепип туридиған) бир қур кийим бериштур, йаки бир қул йаки бир чөрини азад қилиштур, кимки бундақ қилишқа күчи йәтмисә, үч күн роза тутуши лазим. бу әнә шу ичкән қәсимиңларни бузғанлиқиңларниң кәффаритидур, қәсимиңларға риайә қилиңлар (йәни кәлсә ـ кәлмәс қәсәм ичмәңлар). силәрниң шүкүр қилишиңлар үчүн аллаһ айәтлирини силәргә әнә шундақ байан қилиду[89].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر