һәйфа сәбйа йәмән хәлқи дуч кәлгән паҗиәләрни там рәсимлири билән дунйаға аңлатмақта

айал сәнәтчи һәйфа сәбйаниң йәмәндики зулумларға қарши «садасиз қурбанлар» темиси астида башлиған паалийити һимминиң диққитини тартмақта.

933937
һәйфа сәбйа йәмән хәлқи дуч кәлгән паҗиәләрни там рәсимлири билән дунйаға аңлатмақта

түркийә авази радийоси хәвири: урушқа вә вәйранчилиққа қарши сәнити билән күрәш қиливатқан йәмәнлик сәнәтчи һәйфа сәбйа 3 йилдин буйан йәмән хәлқи дуч келиватқан паҗиәләрни вә айаллар билән кичик балиларға көрситиватқан сәлибий тәсирлирини тамларға сизған рәсимлири арқилиқ аңлатмақта.

өзиниң сәнәт иқтидарини урушниң айаллар вә кичик балиларға шундақла пүтүн хәлққә көрситиватқан тәсирини аңлитишқа атиған сәбйа «садасиз қурбанлар» темиси астида башлиған паалийити даирисидә, хәлқниң чекиватқан азаблирини сизип чиқиш үчүн пайтәхт санааниң урушму өрүп ташлийалмиған тамлирини таллимақта.

һәйфа сәбйа «садасиз қурбанлар» һәрикити даирисидә, 7 чоң там рәсими сизип чиқти. рәсимләрдә тоқунуш сәвәбидин көчүшкә мәҗбур болған айаллар вә кичик балиларниң азаб оқубәтлиридин башқа йәнә, өсмүрләрниң мәктәпкә кетиветип учраватқан қейинчилиқлири, тоқунуштики һәр қайси тәрәпләрниң бомбардиман үчүн мәктәпләрни һуҗум нишани қилиши, йаки мәктәпләрниң һәрбий базиларға айландурувелиши қатарлиқ мәзмунлар намайан қилип берилиду.

һәйфа сәбйа бу һәрикитини авғуст ейида башилғанлиқини вә йәмәндә уруш ахирлашқанға қәдәр тамларға рәсим сизишни давамлаштуридиғанлиқини билдүрүп, сәнәтниң тинчлиқпәрвәрликини қанат йайдуруш күчигә игә икәнликини ейтти.

әсәрлириниң пүтүн хәлққә йетип баралиши үчүн коча тамлириниң худдий көргәзмидәк рол ойнайдиғанлиқини билдүргән сәбйа, буни тунҗи қетим қилмайватқанлиқинин бәлки буниңдин илгириму икки қетим мушундақ паалийәтләр билән шуғулланғанлиқини ейтти.

сәбйа уруш мәзгилидә айаллар вә балилар дуч келидиған азаб оқубәтләр тәрәпкә инсанларниң диққитини тартиш үчүн бу һәрикәтни башлиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.

һәйфа сәбйа сәнитини ипадиләш үчүн рәсим тахтилириниң орниға тамларни таллиғанлиқиниң сәвәби үстидә тохтилип, «тамлар нәпрәт қусушқа башлиған иди. мән бу тамларниң урушта зулумға учриған айаллар вә балиларниң азаб оқубәтлирини аңлатса, техиму йахши болидиғанлиқини ойлидим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر