и мөминләр! аллаһниң силәргә бәргән (йәни силәрни дүшминиңлардин сақлиғанлиқ) немитини әсләңлар

әйни заманда бир җамаә силәргә қоллирини узатмақчи (йәни силәрни өлтүрмәкчи) болған иди, аллаһ уларниң қоллирини силәрдин тости (йәни силәрниң уларни зийанкәшлик қилишидин сақлиди).

921670
и мөминләр! аллаһниң силәргә бәргән (йәни силәрни дүшминиңлардин сақлиғанлиқ) немитини әсләңлар

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 10 – 13 – айәтләр. капир болған вә бизниң айәтлиримизни йалғанға чиқарған кишиләр әһли дозахтур[10]. и мөминләр! аллаһниң силәргә бәргән (йәни силәрни дүшминиңлардин сақлиғанлиқ) немитини әсләңлар, әйни заманда бир җамаә силәргә қоллирини узатмақчи (йәни силәрни өлтүрмәкчи) болған иди, аллаһ уларниң қоллирини силәрдин тости (йәни силәрниң уларни зийанкәшлик қилишидин сақлиди). аллаһтин (аллаһниң әмрини орунлаш, мәни қилған ишлиридин чәклиниш билән) қорқуңлар, мөминләр аллаһқа тәвәккүл қилсун[11]. шүбһисизки, аллаһ исраил әвладидин мәһкәм әһдә алди, уларниң арисидин (йәни он икки аймақниң һәр бирсидин бирдин) он икки башлиқни (кепиллик үчүн җәббарларға йәни әмалиқәләргә) әвәттуқ һәмдә аллаһ : «мән силәргә йардәм беримән, (и исраил әвлади! аллаһ билән қәсәмки) әгәр силәр намазни (тәдил әркан билән) өтисәңлар, закат бәрсәңлар, пәйғәмбәрлиримгә иман ейтсаңлар вә уларға йардәм бәрсәңлар, аллаһқа қәрзи һәсәнә бәрсәңлар (йәни аллаһниң йолида пул ـ мелиңларни сәрп қилсаңлар), әлвәттә силәрниң гунаһиңларни йоққа чиқиримән, силәрни әлвәттә астидин өстәңлар еқип туридиған җәннәтләргә киргүзимән. шуниңдин (йәни мәһкәм әһдидин) кейин силәрдин кимки (әмр қилған нәрсилиримни) инкар қилидикән, у әлвәттә тоғра йолдин азған болиду» деди[12]. әһдини бузғанлиқлири үчүн уларни рәһмитимиздин йирақ қилдуқ, уларниң диллирини (иманни қобул қилишқа йумшимайдиған дәриҗидә) қаттиқ қилдуқ, улар (тәвратниң) сөзлирини өзгәртиветиду, улар (тәвратта) өзлири үчүн қилинған нәсиһәтниң бир қисмини унтуди. (и муһәммәд!) уларниң азғинисидин башқисиниң хийанәт қилғанлиқини байқап турисән, (әгәр тәвбә қилса) уларни әпу қилғин, (әгәр иман ейтса) уларни кәчүргин, аллаһ һәқиқәтән йахшилиқ қилғучиларни дост тутиду[13].



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر