и мөминләр! әһдиләргә вапа қилиңлар

и мөминләр! әһдиләргә (йәни аллаһ билән силәрниң араңлардики вә силәрниң өз араңлардики әһдиләргә) вапа қилиңлар.

916854
и мөминләр! әһдиләргә вапа қилиңлар

түркийә авази радийоси: маидә сүриси, 1 – 5 – айәтләр. наһайити шәпқәтлик вә меһрибан аллаһниң исми билән башлаймән.

и мөминләр! әһдиләргә (йәни аллаһ билән силәрниң араңлардики вә силәрниң өз араңлардики әһдиләргә) вапа қилиңлар. силәргә (бу сүридә төвәндә) оқуп берилидиғанлардин башқа, һайванлар, (йәни төгә, кала, қойлар) ниң һәммисини (зәбһи қилинғандин кейин йейиш) һалал қилинди. лекин силәр еһрам (йаки һәрәм) дә болғиниңларда шикарни һалал санимаңлар, шүбһисизки, аллаһ (һалал ـ һарам тоғрулуқ) халиған нәрсини һөкүм қилиду[1]. и мөминләр! аллаһниң дининиң аламәтлирини (йәни һәҗдә таәтниң бәлгиси һесабланған ишларни) (тәрк етиш билән) шәһри һәрәм (да уруш қилиш) ни, һәдийини (йәни кәбигә аталған қурбанлиққа дәхли ـ тәруз қилишни), қәладә (йәни һәҗдә қурбанлиқ қилинидиған мал икәнликини билдүрүш үчүн һайванға есип қойулған нәрсә) ләргә (чеқилишни), пәрвәрдигариниң пәзлини вә разилиқини тиләп бәйтуллаһқа (һәҗ үчүн йаки өмрә үчүн) кәлгүчиләргә (чеқилишни) һалал санимаңлар, иһрамдин чиққан чеғиңларда шикар қилсаңлар болиду, бирәр қәвм (йәни мушриклар) ниң силәрни мәсҗиди һәрәм (зийарити) дин тосқанлиқтин ибарәт дүшмәнлики һәргизму силәрниң уларға чеқилишиңларға сәвәбчи болмисун, йахши ишқа вә тәқвадарлиққа йардәмлишиңлар, гунаһқа вә зулумға йардәмләшмәңлар, аллаһ (ниң азаби) дин қорқуңлар, аллаһниң азаби һәқиқәтән қаттиқтур[2]. силәргә өзи өлүп қалған һайван, қан, чошқа гөши, аллаһтин ғәйрийниң (йәни бутларниң) нами тилға елинип боғузланған һайван, боғуп өлтүрүлгән һайван, уруп өлтүрүлгән һайван, (егиздин) йиқилип өлгән һайван, (һайванлар тәрипидин) үсүп өлтүрүлгән һайван, йиртқуч һайванлар йерип өлтүрүп йегән һайван (ниң гөшини йейиш) һарам қилинди. лекин (йуқириқи бәш түрлүк һайвандин җени чиқмиған чағда) боғузлиғанлириңлар һалал болиду һәмдә бутларға елип берилип униң йенида боғузланған һайванлар һарам қилинди. әзлам (йәни җаһилийәт дәвридә пал үчүн ишлитидиған үч парчә йағач) билән пал селишиңлар һарам қилинди, бу гунаһтур, капирлар бүгүн силәрниң диниңлар (ни йоқитиш) дин үмидини үзди, улардин қорқмаңлар, мәндин қорқуңлар. бүгүн силәрниң диниңларни пүтүн қилдим, силәргә немитимни тамамлидим, ислам динини силәрниң диниңлар болушқа таллидим, кимки ачлиқта илаҗисизлиқтин, гунаһни мәқсәт қилмастин (һарам қилинған нәрсиләрни йесә гунаһ болмайду), аллаһ мәғпирәт қилғучидур, бәндилиригә наһайити меһрибандур[3]. (и муһәммәд!) улар сәндин өзлиригә (йемәк ـ ичмәктин) немиләрниң һалал қилинғанлиқини сорайду, ейтқинки, «силәргә пак нәрсиләр вә (ит, қарчиға, қушқа охшаш) шикарға өгитилгән, силәр аллаһниң өзүңларға өгәткини бойичә өгәткән овчи җаниварларниң шикар қилған нәрсилири һалал қилинди, уларниң силәр үчүн овлиған нәрсилиридин йәңлар (овчи җаниварларни шикарға қойуп бәргән чеғиңларда) аллаһниң намини йад қилиңлар (йәни бисмилла дәңлар), аллаһ (ниң әмригә мухалипәтчилик қилиш) тин сақлиниңлар, аллаһ һәқиқәтән тез һесаб алғучидур»[4]. бүгүн силәргә пак нәрсиләр һалал қилинди, китаб берилгәнләр (йәни йәһудийлар вә насаралар) ниң тамиқи силәргә һалалдур вә силәрниң тамиқиңлар уларға һалалдур, мөминләрдин болған әфифә айалларниң, силәрдин илгири китаб берилгәнләр (йәни йәһудийлар вә насаралар) дин болған әфифә айалларниң мәһрини бәрсәңлар, иппәтлик болғиниңлар вә ашкара ـ йошурун паһишини көзлимигиниңлар һалда (уларни алсаңлар), улар силәргә һалалдур, кимки имандин йенивалидикән (йаки шәриәт әһкамлирини инкар қилидикән), униң әмәли (ниң саваби) йоққа чиқирилиду, ахирәттә у зийан тартқучилардин болиду[5].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر