түркийәниң әң чоң йепиқ тәнтәрбийә мәркизи бурсада қәд көтүрмәктә

бу қурулушниң омумий көлими 34 миң квадират метир келиду.

916012
түркийәниң әң чоң йепиқ тәнтәрбийә мәркизи бурсада қәд көтүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң әң чоң йепиқ тәнтәрбийә мәркизи бурсаниң йилдирим наһийәсидә бина қилинмақта. 

йашлар вә тәнтәрбийә ишлири министирлиқиниң қоллап қувәтлиши вә бурса валий мәһкимисиниң башчилиқида тез сүрәттә йасиливатқан «йилдирим йашлар вә тәнтәрбийә мәркизи» хәлқаралиқ мусабиқә заллири вә башқа бир қанчилиған залдин тәркип тапиду.

йасидиған бинаниң көлими 7999 квадират метир болуп,  бина салидиған мәйданниң омумий көлими 22 миң 5125 квадират метир вә омумий қурулуш көлими 34 миң квадират метир келиду. бу қурулуш пүткәндә түркийәниң әң чоң тәнтәрбийә мәркизигә айлиниду.

мәмликәт бойичә тәнтәрбийәниң асаслиқ мәркизигә айлиниш алдида турған бу катта мәркәздә, 2500 тамашибин сиғидиған вә көп хил мәқсәткә ишләткили болидиған тәнтәрбийә зали, йерим олимпик су узуш мусабиқиси зали, йашлар мәркизи, хусуий мәшиқ заллири, олимпик өлчәмлиригә игә гиманастека заллири, сағлам турмуш вә башқуруш мәркәклири, йүрүш йоллири вә көңүл ечиш саһәлири, әқил ойунлири мәркизи, компийотер, музика, пиластик сәнәтләр, фолкилор, рәсим вә фото сүрәт мәркәзлириму орун алиду.  

бу чоң қурулушниң %70 ни мушу йил пүткүзүп, йәнә мушу йил ичидә хизмәткә ечиш пиланланмақта. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر