йапонийәдә 2019 – йли «түркийә йили» елан қилиниду

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министири нуман қуртулмуш йапонийәдә 2019 – йли «түркийә йили» елан қилинидиғанлиқини ейтти.

909005
йапонийәдә 2019 – йли «түркийә йили» елан қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: қуртулмуш пайтәхт әнқәрәдики  түркийә – йапонийә фонди мәдәнийәт мәркизидә өткүзүлгән «2018 – йиллиқ йапонийә фестивали» ниң ечилиш мурасимида қилған сөзидә, түркийә билән йапонийәниң әнәниви қиммәт өлчәмлиригә, аилә қурулмиси, аммиви мунасивәтлири җәһәттин охшашлиқларға игә икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, икки дөләт оттурисидики охшашлиқларниң икки дөләт хәлқиниң бир – бирини сөйүш вә бир - биригә һесдашлиқ қилишида муһим рол ойниғанлиқини, йеқин тарихта икки дөләтниң өзара йеқинлишишида түрткилик рол ойниған түрлүк амиларниң барлиқини қәйт қилди.

2018 – йилниң хитайда «түркийә йили» сүпитидә тәбриклинидиғанлиқини тәкитлигән қуртулмуш мундақ дәп көрсәтти: «алдимиздики йил йапонийәдә түркийә йили елан қилиниду. 2013 – йилиму түркийә йили елан қилинған иди. аридин бирқанчә йил өткәндин кейин тәкрар йапонийәдә түркийә йили елан қилиш хизмити ишләватимиз.»

түркийәниң йапонийә билән иқтисадий җәһәттинму мунасивити барлиқини әскәрткән қуртулмуш, йапон карханичиларниң һәмишә түркийәниң чоң – чоң лайиһәлиригә көңүл бөлгәнликини һәмдә түркийә билән һәр саһәдә истиратегийәлик һәмраһлиқ орнатқанлиқини қәйт қилди.

йапонийә дөләт ишлири министири масаҗи матсуйаманиң йапонийә фестивали даирисидә кино, һөснхәткә охшиған мәдәнийитини тонуштуруш мәқситидә көплигән паалийәтләрниң өткүзүлүшиниң мөлчәрлиниватқанлиқини ейтқанлиқини әскәрткән қуртулмуш, бу паалийәтләрниң васитиси арқилиқ түркийә хәлқиниң йапонийә мәдәнийити билән тонушуши вә йапонийәни зийарәт қилишидин хурсән болидиғанлиқлирини тәкитләп мундақ деди: «путболда йапонийәгә вәкиллик қилидиған йуто нагатомониң галатасарай командисиға йөткилиши мунасивити билән йапонийәдә түркийәгә көңүл бөлүш йәниму йүксәк сәвийәгә йетиду дәп қараймән.»

фестивалниң ечилиш мурасимиға түркийә – йапонийә фондиниң башлиқи таййар садиқлар билән йапонийәниң әнқәрә баш әлчиси акио мийаҗима вә башқа меһманлар тәклип билән қатнашти.

мурасимда музика консертидин сирт йәнә, йапонийә мәдәнийити әкс әттүрүлгән номурларму орундалди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر