и мөминләр! худалиқ үчүн гуваһлиқ бериштә, адаләтни бәрпа қилишқа тиришиңлар

и мөминләр! худалиқ үчүн гуваһлиқ бериштә, өзүңларниң йаки ата ـ анаңларниң йаки туғқанлириңларниң зийиниға (гуваһлиқ беришкә) тоғра кәлгән тәқдирдиму, адаләтни бәрпа қилишқа тиришиңлар.

840575
и мөминләр! худалиқ үчүн гуваһлиқ бериштә, адаләтни бәрпа қилишқа тиришиңлар

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 35 – 40 - айәтләр. и мөминләр! худалиқ үчүн гуваһлиқ бериштә, өзүңларниң йаки ата ـ анаңларниң йаки туғқанлириңларниң зийиниға (гуваһлиқ беришкә) тоғра кәлгән тәқдирдиму, адаләтни бәрпа қилишқа тиришиңлар, (гуваһлиқ берилгүчи) бай болса (униңға риайә қилмастин), йаки пеқир болса (униңға ич ағритмастин) һаман адил гуваһ болуңлар, аллаһ силәрдин уларға йеқиндур (йәни уларниң мәнпәитиниң немидә болидиғанлиқини обдан билиду), нәпси хаһишиңларға әгишип (һәқиқәттин) бурулуп кәтмәңлар. әгәр тилиңларни толғусаңлар (йәни гуваһлиқтики пакитни бурмилисаңлар), йаки гуваһлиқтин баш тартсаңлар, мундақта аллаһ һәқиқәтән силәрниң қилмишиңлардин хәвәрдар болуп турғучидур[135]. и мөминләр! аллаһқа, аллаһниң пәйғәмбиригә вә аллаһ униңға назил қилған китабқа (йәни қуранға) вә илгири аллаһ назил қилған китабларға (йәни қурандин илгири назил қилинған самави китабларға) иман кәлтүрүңлар. кимки аллаһни, аллаһниң пәриштилирини, китаблирини, пәйғәмбәрлирини вә ахирәт күнини инкар қилидикән, у қаттиқ азған болиду[136]. иман ейтқан, андин капир болған, андин иман ейтқан, андин капир болған, андин куфрида әзвәйлигән (йәни шу куфри билән өлгән) кишиләрни аллаһ мәғпирәт қилмайду вә уларни тоғра йолға (йәни җәннәткә) йетәклимәйду[137]. (и муһәммәд!) мунапиқларға бешарәт бәргинки, улар қаттиқ азабқа дучар болиду[138]. улар мөминләрни қойуп, капирларни дост тутиду, улар капирларниң қешидин иззәт вә қудрәт тәләп қиламду? (йәни куффарларниң достлуқидин иззәт вә ғәлибә тиләмду?) иззәт вә қудрәтниң һәммиси аллаһқа хастур[139]. аллаһ китабта (йәни қуранда) силәргә назил қилдики, силәр аллаһниң айәтлириниң инкар қилиниватқан вә мәсхирә қилиниватқанлиқини аңлиған чеғиңларда, улар (йәни аллаһниң айәтлирини мәсхирә қиливатқан капирлар) башқа параңға киришмигичә улар билән биллә олтурмаңлар, болмиса (гунаһта) уларға охшаш болуп қалисиләр, аллаһ һәқиқәтән мунапиқларниң вә капирларниң һәммисини (ахирәттә) җәһәннәмгә топлайду[140].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر