и мөминләр! аллаһ йолиға (йәни ғазатқа) атланған вақтиңларда һәқиқәтләп иш қилиңлар

и мөминләр! аллаһ йолиға (йәни ғазатқа) атланған вақтиңларда һәқиқәтләп иш қилиңлар (йәни мөмин йаки капирлиқи ениқ болғучә өлтүрүшкә алдирап кәтмәңлар)

814873
и мөминләр! аллаһ йолиға (йәни ғазатқа) атланған вақтиңларда һәқиқәтләп иш қилиңлар

түркийә авази радийоси: ниса сүриси, 92 – 95 - айәтләр. мөмин адәмниң мөмин адәмни сәвәнлик билән әмәс, қәстән өлтүрүши һеч дурус әмәс, кимки бирәр мөминни сәвәнлик билән өлтүрүп қойидикән, у бир мөмин қулни азад қилиши вә өлтүрүлгүчиниң варислириға дийәт төлиши керәк, улар (йәни өлтүрүлгүчиниң варислири) дийәтни кәчүрүм қилса, (шуниң билән қатил уни) төлимисә һеч бак йоқ, әгәр өлтүрүлгүчи мөмин силәргә дүшмән (куффар) қәвмдин болса, бу чағда өлтүрүп қойғучи бир нәпәр мөмин қулни азад қилиши лазим (дийәт кәлмәйду, чүнки өлтүрүлгүчиниң игиси мусулман болмиғачқа униңға варис болмайду), әгәр өлтүрүлгүчи араңларда муаһидә болған (куффар) қәвмдин болса, униң варислириға дийәт төләш вә бир нәпәр қулни азад қилиш керәк, азад қилидиған қул тапалмиған адәм (йәни қул азад қилишқа қадир болалмиған адәм) (тәвбисини аллаһниң қобул қилиши үчүн) үзүлдүрмәй икки ай роза тутуши лазим. аллаһ һәммини билип турғучи, һекмәт билән иш қилғучидур[92]. кимки бир мөминни қәстән өлтүридикән, униң җазаси җәһәннәм болиду, у җәһәннәмдә мәңгү қалиду, аллаһниң ғәзипигә вә ләнитигә дучар болиду. аллаһ униңға (ахирәттә) қаттиқ азаб тәййарлайду[93]. и мөминләр! аллаһ йолиға (йәни ғазатқа) атланған вақтиңларда һәқиқәтләп иш қилиңлар (йәни мөмин йаки капирлиқи ениқ болғучә өлтүрүшкә алдирап кәтмәңлар), силәргә мусулман болғанлиқини билдүрүп салам бәргән адәмгә ـ дунйаниң мал ـ мүлкини (ғәниймәтни) көзләп ـ сән мөмин әмәссән демәңлар (йәни өлүштин қорқуп салам бәрдиң дәп уни өлтүрүвәтмәңлар), аллаһниң дәргаһида (мундақларни өлтүрүштин силәрни биһаҗәт қилидиған) нурғун ғәниймәтләр (йәни саваб) бар, илгири силәрму әнә шундақ (капир) идиңлар, кейин аллаһ силәргә (иманни) илтипат қилди, (уларни өзүңларға селиштуруп) һәқиқәтләп иш қилиңлар. аллаһ силәрниң қилмишиңлардин хәвәрдардур[94]. мөминләрдин өзрисиз (әма, токур, кесәлгә охшаш өзриси барлар буниңдин мустәсна) җиһадқа чиқмиғанлар аллаһ йолида маллирини, җанлирини тикип җиһад қилғучилар билән баравәр болмайду. аллаһ маллирини, җанлирини тикип җиһад қилғучиларни җиһадқа чиқмиғанлардин бир дәриҗә үстүн қилди. бу икки хил кишиләр (йәни өзриси болуп җиһадқа чиқалмиғанлар вә җиһадқа чиққучилар) ниң һәммисигә аллаһ җәннәтни вәдә қилди. аллаһ җиһад қилғучиларға бүйүк әҗир ата қилип, уларни (өзрисиз туруп җиһадқа чиқмиғанлардин артуқ) қилди[95].

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر