түркийә мәтбуатлирида бүгүн 08.09.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

803597
түркийә мәтбуатлирида бүгүн 08.09.2017

түркийә авази радийоси: сабаһ гезити, «әрдоған имамәли рахман билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни йазди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған,  таҗикистан пирезиденти имамәли рахман билән телефонда көрүшти. сөһбәттә түркийә – таҗикистан оттурисидики өзара мунасивәтләрдин башқа йәнә, бирмада йүз бәргән инсанийәткә зит тирагедийәләргә даир һәмкарлиқлар музакирә қилинди. ислам һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләтләрниң араканлиқ мусулманлар дучар болған тирагедийәләргә һәл қилғуч чарә тепиши үчүн ортақ тиришчанлиқ көрситишниң муһимлиқи тәкитләнди. бирләшкән дөләтләр тәшкилати даирисидә тиришчанлиқларниңму давамлаштурулуши керәклики билдүрүлди.

ситар гезити, «әминә әрдоған, түркийәниң йардәмлирини аракан мусулманлириға йәткүзди» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни қәйт қилди:

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәпиқиси әминә әрдоған вә һәмраһлиқидики һәйәт, араканлиқ панаһланғучилар турушлуқ баңладиштики кутупалоң лагерини зийарәт қилип, йардәм буйумлирини тарқитип бәрди. әминә әрдоған: «инсан болуш сүпитимиз билән тәсирләнмәй туралишимиз мумкин әмәс. аллаһ уларға йардәм қилсун, иншааллаһ пүтүн дунйа бу мәсилисигә алаһидә етибар берип, һәм сийасий, һәм иқтисадий җәһәттин  көңүл бөлгүси. чүнки бу җиддий һәл қилиниши керәклик бир мәсилә. бу дәврдә бундақ вәһшийликниң йүз беришигә адәмниң ишәнгүси кәлмәйду. бирақ, вәқәләр пүтүн дунйаниң көз алдида йүз бәрмәктә» деди.

әминә әрдоған вәқәләр һәққидә зулумға учриғучилардин бивастә мәлумат алди. хәлқара җамаәтчиликкә чақириқ елан қилип, «һәммимизниң бала – чақимиз бар. бизниң пәрзәнтлиримиз әмәс, дәп көрмәскә салалмаймиз. һәммимизниң тегишлик мәсулийити бар» деди.

ситар гезити, «берлинниң аччиқини кәлтүргән көрүнүш» сәрләвһилик хәвиридә мунуш учурларға орун аҗратти: 

германийәдә көчмәнләр тәрипидин қурулған германийә демократчилар бирлики 24–сентәбирдә өткүзүлидиған сайламлар үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң сөзлири йезилған лозункиларни тәййарлиди. түркләр зич олтурақлашқан шәһәрләрдин бирси дусберг болуп, шәһәр кочилириға германийә демократчилар бирлики тәрипидин есилған лозункиларда әрдоғанниң рәсими билән биргә «түркийәгә дост партийәләр билән биргә болуңлар, уларға беләт ташлаңлар, уларни күчәйтәйли!» дегән сөзлириму йезилди. қош пуқралиқ болуш керәкли тәкитләнгән лозункиларниму кочиларға асти. әрдоғанниң рәсими орун алған сайлам лозункилириниң түркләр әң зич олтурақлашқан җайларға есилғанлиқи диққәтни тартти.

һөррийәт гезити, «түркийә һайатлиқ шерикимиз» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларни һәмбәһирләшти:

фирансийә пирезиденти еманүел макрон түркийә вә йавропа иттипақи оттурисидики мунасивәтләрдә бирәр чак кетиш вәқәсиниң йүз беришини арзу қилмайдиғанлиқини билдүрүп, «түркийә, бирликтә дуч кәлгән нурғунлиған киризисләрдә, болупму көчмәнләр киризиси вә террорлуқ тәһдитлиригә қарши муһим бир ширикимиздур» деди. макрон афена зийаритидин илгири гиретсийәниң «Kathimerini» гезитигә байанат берип, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән изчил алақә орнитип келиватқанлиқини ейтти.

йеңи шәпәқ гезити, «завутини пүтүнләй түркийәгә йөткәп келидиған болди» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти:

әднан өлмәз италийәниң милано шәһиридә 2014 – йили «салви җави» дегән нам билән сетивалған вә йеқинқи 2 йилдин бери «борса җави» дегән нам билән алаһидә лайиһәләнгән симларни ишләпчиқириш завутини самсунға йөткәп келидиғанлиқини елан қилди. бу қарарниң һәм түркийәгә, һәм самсунға нисбәтән зор әһмийәткә игә икәнликини, буниң бир истиратегийәлик селинма болидиғанлиқини ейтти. қораштуруш хизмәтлири башлинип кәткән вә мушу йилниң ахириғичә ишләпчиқиришни башлимақчи болған «борсан җави алаһидә лайиһәләнгән симларни ишләпчиқирш завути»ни самсунға йөткәштики мәқситиниң ишләпчиқириш чиқимини төвәнлитип, йавропа базиридики һәҗимини йуқири көтүрүш икәнликини қәйт қилди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر