түркийә мәтбуатлирида бүгүн 18.08.2017

бүгүнки түркийә мәтбуатлиридин таллап тәййарлиған хәвәрлиримизниң қисқичә мәзмунлири төвәндикичә:

792586
түркийә мәтбуатлирида бүгүн 18.08.2017

 

түркийә авази радйоси: хәбәр түрк гезити, «байанатлар анчә етибарға елинмаслиқи лазим» сәрләвһилик хәвиридә муну учурларға орун аҗратти:

җумһур рәислик байанатчиси ибраһим калин германийә баш министири меркелниң таможна бириликиниң йеңилиниши һәққидики байанатлири үстидә тохтилип, «<германийәдә давамлишиватқан сайлам муһитида елан қилинған> дәп қариған йаки биз шундақ қарашни халиған байанатлар анчә етбарға елинмаслиқи лазим» деди.

ибраһим калин йавропа иттипақиға әза бир дөләтниң пүтүн йавропа органлириға буйруқ чүшүргәндәк позитсийәдә болушиниң интайин хата икәнликини тәкитләп, «таможна бирлики келишими, өзара мәнпәәт йәткүзүш келишимидур. буни тосалғуға учратқан, чәткә қаққан йаки әмәлдин қалдурған тәқдирдә, йалғуз түркийәла әмәс, йавропаму зийан тартиду» деди.

вәтән гезити, «иран  билән түркийә истихбарат һәмкарлиқи орнитиду» сәрләрһилик хәвиридә мунуларни йазди:

иран армийә баш иштаб башлиқи генерал муһәммәд бақири, түркийәдики учришишлири һәққидә иран ахбаратлириға бәргән байанатида, икки дөләт оттурисида террорлуққа қарши күрәш җәһәттин истихбарат һәмкарлиқи  вә һәрбий һәрикәт һәмкарлиқи орнитилидиғанлиқини ейтти.

һәрбий һәмкарлиқ вә чегра мудапиә темилиридиму икки дөләтниң интайин иҗабий пикир бирлики һасил қилғанлиқини тәкитләп, «ортақ маарип вә оқуғучи алмаштуруш темилирида пикир бирлики һасил қилдуқ. икки дөләт деңиз армийәси өзара зийарәтләрдә болишиду. һәрбий маниверларға көзәткүчи қатнаштурулайдиған болиду» деди.

һөррийәт гезити, абдулһәмит гүл мәнсәпдиши билән көрүшти» сәрләвһилик хәвиридә оқурмәнлири билән мунуларни һәмбәһирләшти:

әдлийә министири абдулһәмит гүл телефон сөһбитидә, германийәлик мәнсәпдеши һейкомас билән тәхминән 1 саәт сөһбәт елип барди. әдлийә министирлиқидин елан қилинған байанатта, «икки дөләт орттурисидики көп тәрәплимилик мәслиләр вә өзара әдлийә һәмкарлиқи темилири музакирә қилинди. сөһбәт интайин иҗабий муһит ичидә өтти» дейилди. байанатта йәнә икки министирниң учришишлирини давамлаштуруш вә қисқа вақит ичидә йүз көрүшүш һәққидә пикир бирлики һасил қилинғанлиқи билдүрүлди.

сабаһ гезити, «һераклесниң җәсәт сандуқи 6 - сентәбирдә түркийәгә елип келиниду» сәләвһилик хәвиридә муну учуларни оқурмәнлириниң диққитигә сунди:

мәдәнийәт вә сайаһәт ишлири министирлиқиниң тиришчанлиқлири нәтиҗисидә шивейитсарийә билән һераклесниң җәсәт сандуқини қайтуруп бериш һәққидә келишим һасил қилинди. җәсәт сандуқи  6 – сентәбирдә түркийәгә елип келиниду. 

һераклесниң җәсәт сандуқиниң тарихий миладидин илгири 2 әсиргә тутушидиған болуп, 50 йилдин көпрәк вақиттин кейин қайтидин әслидә тәвә болған җайға қайтуруп келинидиған болди. җәсәт сандуқи анталйа музийида көргәзмигә қойилиду.

җәсәт сандуқи рим дәвригә аит болуп, узунлуқи 2 метир 35 сантиметир, кәңлики 112 саниметир келиду. 2010 – йили җәнәвәдики әркин портта шивейитсарийәлик мәсулларниң тәкшүриши нәтиҗисдә қолға чүшүрүлгән иди. 

йеңи шәпәқ гезити, «түркийә маарип вәқпи (фонди  җәмийити) қазақистанда маарип билән шуғуллиниду» сәрләвһилик хәвиридә мунуларни қәйт қилди:

түркийә маарип вәқпи 2017 – 2018 оқу - оқутуш йилида қазақистанда маарип хизмәтлири билән шуғуллинидиған  болди. маарип вәқпи тәрипидин елан қилинған байанатта, дунйа аһиска түрклири бирлики билән түзүлгән келишимгә бинаән, қазақистанниң алмата шәһиридә турушлуқ талгар тулуқ оттура мәктипиниң түркийә маарип вәқписигә өткүзүп берилгәнлики билдүрүлди.

түркийә маарип вәқпи башлиқи пирофессор доктор бирол ақгүн билән дунйа аһиска түрклири бирлики башлиқи зийаттин кассанов тәрипидин имзаланған келишим даирисидә, 350 йатақлиқ болуп, җәмий 500 оқуғучиға игә талгар толуқ оттура мәктипи, йеңи маарип йили мәзгилидә түркийә маарип вәқписиниң башқуруши вә тәлим – тәрбийәси астида болиду. маарип вәқписигә тәвә оқутқучилар дәрс башлайду.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر