муса әләйһиссаламниң қәвми исраил әвлади вә ақивити

қуран кәримниң пәнҗирисидин муса әләйһиссаламниң қәвми исраил әвлади вә ақивити.

734198
муса әләйһиссаламниң қәвми исраил әвлади вә ақивити

түркийә авази радийоси: қуран кәримдә аллаһ тааланиң муса әләйһиссалам арқилиқ исраил әвладиға наһайти көп йахшилиқларни, еһсанларни ата қилғанлиқи, лекин уларниң бу немәтләргә шүкүр қилишниң орниға, шу немәтләрни ата қилған аллаһ таалани унтуғанлиқи вә униңға асийлиқ қилғанлиқи, шуниң билән, уларниң аләмләрниң рәббиниң ғәзипигә вә азабиға учриғанлиқи байан қилиниду.

  қуран кәримдә и исраил әвлади тоғрулуқ наһайти тәпсилий мәлуматлар берилгән болуп, буниң бир қисми төвәндикичә:

  и исраил әвлади! силәргә бәргән немитимни вә силәрни (бир заманларда) тамам җаһан  әһлидин үстүн қилғанлиқимни йад етиңлар. киши кишигә әсқатмайдиған, һеч кишиниң шапаити қобул қилинмайдиған, һеч кишидин фидийә елинмайдиған, улар (йәни капирлар вә гунаһкар бәндиләр) йардәмгә еришәлмәйдиған күндин қорқуңлар. өз вақтида силәрни қаттиқ қийниған, оғуллириңларни боғузлап, қизлириңларни (ишқа селиш үчүн) тирик қалдурған пирәвн гуруһидин силәрни қутқуздуқ. бу, пәрвәрдигариңларниң (йахши адәм билән йаман адәмни аҗритидиған) чоң синиқи иди. өз вақтида деңизни йерип силәрни қутқуздуқ (йәни деңизниң сүйини оттуридин бөлүп, қуруқ йол һасил қилип, шу йәрдин силәрни саламәт өткүздуқ) вә пирәвн гуруһини көз алдиңларда ғәрқ қилдуқ. өз вақтида мусаға 40 кечә (күткәндин кейин тәвратни назил қилишни) вәдә қилдуқ. у силәрдин айрилғандин кейин, өзүңларға зулум қилип, мозайни мәбуд қиливалдиңлар. шуниңдин кейин, шүкүр қилсун дәп, силәрни әпу қилдуқ. өз вақтида силәрни һидайәт тапсун дәп, мусаға һәқни батилдин айриғучи китабни (йәни тәвратни) бәрдуқ.

 өз вақтида муса өз қәвмигә: «и қәвмим! силәр мозайни мәбуд қилип, һәқиқәтән өзүңларға зулум қилдиңлар, йаратқучиңларға тәвбә қилиңлар, мозайға чоқунмиғанлар чоқунғанларни өлтүрсун» деди. мундақ қилиш йаратқучиңларниң дәргаһида силәр үчүн йахшидур. аллаһ тәвбәңларни қобул қилди. аллаһ тәвбини һәқиқәтән бәкму қобул қилғучидур, наһайити меһрибандур. өз вақтида: «и муса! аллаһни опочуқ көрмигичә саңа һәргиз ишәнмәймиз» дедиңлар ـ дә, (силәргә назил болған азабни) көрүп турғиниңлар һалда силәрни чақмақ соқти. андин кейин, силәрни шүкүр қилсун, дәп өлгиниңлардин кейин қайта тирилдүрдуқ. силәргә булутни сайивән қилип бәрдуқ, силәргә тәрәнҗибин билән бөдүнини чүшүрүп бәрдуқ. (биз силәргә) «ризиқ қилип бәргән пак, шерин нәрсиләрдин йәп ـ ичиңлар» (дедуқ). улар (немәтлиримизгә нанкорлуқ қилиш билән) бизгә әмәс, пәқәт өзлиригила зулум қилди. өз вақтида (муса арқилиқ әҗдадлириңларға): «бу шәһәргә (йәни бәйтулмуқәддәскә) кириңлар, у йәрдә халиғиниңларчә кәңташа йәп ـ ичиңлар, (бәйтулмуқәддәс) дәрвазисидин (шүкүр қилиш йүзисидин) сәҗдә қилған һалда кириңлар, (пәрвәрдигаримиз) гунаһлиримизни кәчүргин дәңлар, гунаһиңларни мәғпирәт қилимиз, йахшиларға техиму артуқ саваб беримиз» дедуқ.

зулум қилғучилар өзлиригә сөзләнгән сөзни башқа сөзгә өзгәртивәтти, зулум қилғучилар йолдин чиққанлиқлири (йәни аллаһқа асийлиқ қилғанлиқлири) үчүн, уларға асмандин азаб чүшүрдуқ. өз вақтида, муса өз қәвми үчүн су тәләп қилған иди, биз униңға: «һасаң билән ташни урғин» дедуқ. таштин 12 булақ етилип чиқти, һәммә адәм (йәни қәбилә) өзиниң су ичидиған орнини билди, (уларға) «аллаһ бәргән ризиқтин йәңлар вә ичиңлар, йәр йүзидә бузғунчилиқ қилмаңлар» (дедуқ). өз вақтида (сина чөлидә тәрәнҗибин вә бөдүнә биләнла озуқлиниватқиниңларда) силәр: «и муса! биз бир хил йемәкликкә чидап туралмаймиз, биз үчүн пәрвәрдигариңға дуа қилғин, бизгә земинниң көктатлиридин тәрхәмәк, самсақ, йесимуқ вә пийазларни өстүрүп бәрсун» дедиңлар, муса: «силәр йахшини начарға тегишәмсиләр? (йәни пийаз, самсақ, көктатни тәрәнҗибин билән бөдүнидин артуқ көрәмсиләр?) бирәр шәһәргә кириңлар, (шу йәрдә) тилигиниңлар бар» деди. улар харлиқта, моһтаҗлиқта қалди. аллаһниң ғәзипигә тегишлик болди. бу уларниң аллаһниң айәтлирини инкар қилғанлиқлири, пәйғәмбәрләрни наһәқ өлтүргәнликлири түпәйлидин болди. бу аллаһқа асийлиқ қилғанлиқлири вә һәддидин ашқанлиқлири түпәйлидин болди.

  шүбһисизки, мөминләр, йәһудийлар, насаралар (арисидин) вә пәриштиләргә, йултузларға чоқунғучилар арисидин аллаһқа, ахирәт күнигә иман кәлтүргән вә йахши әмәлләрни қилғанлар пәрвәрдигариниң қешида өз әҗридин бәһримән болиду. уларға (ахирәттә) қорқунч вә ғәм ـ қайғу йоқтур. өз вақтида, биз силәрдин чин вәдә алған вә тур теғини үстүңларға тикләп қойған, силәргә: «(дунйада һалак болуштин, ахирәттә азабқа қелиштин) сақлинишиңлар үчүн биз бәргән китабни мәһкәм тутуңлар (йәни тәвратқа әмәл қилиңлар), униңдики әһкамларни есиңларда сақлаңлар» (дегән идуқ). шуниңдин кейин (бәргән вәдәңлардин) йүз өрүдүңлар, силәргә аллаһниң пәзли ـ мәрһәмити болмиса иди, чоқум зийан тартқучилардин болаттиңлар. араңлардики шәнбә күни (белиқ тутмаслиқ) тоғрисидики шәриәт чәклимисидин чиқип кәткүчиләрни (қандақ қилғанлиқимизни), әлвәттә билисиләр, биз уларға: «хар маймун болуп кетиңлар» дедуқ. уни (йәни уларға берилгән бу җазани) замандашлири вә кейинкиләр үчүн ибрәт, тәқвадарлар үчүн вәз ـ нәсиһәт қилдуқ.

  өз вақтида, муса өз қәвмигә: «аллаһ һәқиқәтән силәрни бир кала боғузлашқа буйруйду» дегән иди. улар: «бизни мәсхирә қиливатамсән?» деди. муса: «җаһиллардин (йәни мәсхирә қилғучилардин) болуп қелиштин аллаһқа сеғинип панаһ тиләймән» деди. улар: «биз үчүн пәрвәрдигариңға илтиҗа қилғинки, бизгә қандақ кала икәнликини байан қилсун» деди. муса: «аллаһ уни қериму әмәс, йашму әмәс, оттура йаш болсун дәп ейтти, силәр буйрулғанни қилиңлар» деди. улар: «биз үчүн пәрвәрдигариңға илтиҗа қилғинки, бизгә униң рәңгини байан қилсун» деди. муса ейттики, «аллаһ һәқиқәтән униң рәңги қариғучиларни зоқландуридиған сапсериқ болсун деди». улар: «пәрвәрдигариңға илтиҗа қилғин, униң қандақ икәнликини бизгә байан қилсун, (йәни деһқанчилиққа ишлитилгән калиму, йаки сәмритиш үчүн беқилған калиму?) бу бизгә мүҗмәл болуп қалди (бу ениқ болидиған болса) худа халиса (уни) биз чоқум тапимиз» деди. муса: «аллаһ униң йәр һәйдәп, екин суғуруп көндүрүлгән болмаслиқини, беҗирим, алиси йоқ (йәни рәңгидә сериқлиқтин башқа рәң йоқ) болушини ейтти» деди. улар: «әмди толуқ байан қилдиң» деди. улар (калини) тепип келип боғузлиди, (улар соал соравәргәнликтин) буни орунлийалмиғили тас қалди.

 өз вақтида силәр бир кишини өлтүргән вә (қатилниң кимлики) тоғрисида дәталаш қилишқан идиңлар. силәр йошурмақчи болған нәрсини (йәни қатилниң ишини) аллаһ ашкарилиғучидур. (силәргә муса арқилиқ) дедуқки, калиниң бир парчиси билән өлүкни уруңлар (у тирилип қатилни ейтип бериду), аллаһ өлүкләрни шундақ (йәни көз алдиңларда бу өлүкни тирилдүргәндәк) тирилдүриду, силәрни чүшәнсун дәп қудритиниң аламәтлирини силәргә көрситиду.

аллаһ таала йәһудийларға (йәни исраил әвладиға) хитаб қилғанда, ташниң йумшайдиғанлиқини вә вәз – нәсиһәтләрдин тәсирлинидиғанлиқини , әмма таштинму қаттиқ қетип кәткән инсанниң дилиниң йумшимайдиғанлиқини вә вәз – нәсиһәтләрдин тәсирләнмәйдиғанлиқини байан қилип мундақ дәйду: 

(и йәһудийлар җамаәси!) шуниңдин кейин (йәни шанлиқ мөҗизиләрни көргәндин кейин) дилиңлар қетип кәтти, таштәк йаки таштинму қаттиқ қетип кәтти. ташлар арисида ичидин (су етилип чиқип) ериқлар һасил болидиғанлири бар, йерилип арисидин су чиқидиғанлириму бар؛ аллаһтин қорқуп (тағ чоққилиридин) домилап чүшидиғанлириму бар (демәк, таш йумшайду, силәрниң дилиңлар болса йумшимайду вә тәсирләнмәйду), аллаһ қилмишиңлардин ғапил әмәстур.[1]

 

 


[1] бәқәрә сүриси, 47 – 74 - айәтләр.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر