медийа оскарлири мукапати мурасими дағдуғилиқ өткүзүлди

«дирилиш әртуғрул» да баш рол алған әнгин алтан дүзйатан әң мунәввәр әр артист мукапатиға еришти.

720628
медийа оскарлири мукапати мурасими дағдуғилиқ өткүзүлди

түркийә авази радийоси хәвири: радийо – телевизийә вә журналистлар җәмийитиниң 2016 – йиллиқ әнәниви медийа оскарлири мукапати мурасими әнқәрәдә өткүзүлди.

мукапатлаш мурасимиға баш министир бинали йилдиримму иштирак қилди.

бинали йилдирим қилған сөзидә домократийәниң қәтий ваз кечишкә болмайдиған вастиси медийа икәнликини ейтти.

мурасимда муавин баш министир нуман қуртулмуш медийаниң хәлқ аммисиға көрситидиған тәсири үстидә тохталди.

нуман қуртулмуш фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилати параллел дөләт қурулмисиниң 15 - ийулдики қанлиқ исйан чиқиришқа урунуш һәрикитиниң хәлқ аммиси тәрипидин мәғлуп қилинишида медийаниң тутқан позитсийәсидин иптихарланғанлиқини ейтти.

мурасимда түркийә радийо - телевизийә идариси «т р т» ниң көрүрмән рекортини бузуп ташлиған «дирилиш әртуғрул» намлиқ телевизийә филимидә баш рол алған әнгин алтан дүзйатанға әң мунәввәр әр артист мукапати берилди.

радийо – телвезийә алаһидә мукапатиға болса, ингилизчә тарқитиш бериватқан «TRT World»  лайиқ көрүлди.

мукапатни т р т муавин мудири әркан дурду  муавин баш министир нуман қуртулмушниң қолидин тапшуруп алди.

әң йахши радийо мукапатиға т р т әнқәрә радийоси лайиқ көрүлди. 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر