«йәттә гүзәл адәм әдәбийат музийи» пүтүш алдида туриду

«йәттә гүзәл адәм музийи»ниң қәһриманмараш шәһәр күлтүригә алаһидә һәссә қошидиғанлиқи билдүрүлди.

679740
«йәттә гүзәл адәм әдәбийат музийи» пүтүш алдида туриду

 

түркийә авази радийоси хәвири: қәһриманмарашта шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин ремунт қилдурулған бинада қурулуш алдида турған «йәттә гүзәл адәм музийи»да, түрк әдәбийатиға өчмәс изларни қалдурған сәзаи каракоч, җаһит зарифоғлу, әрдәм бәйазит, расим өздәнөрән, нури пакдил, мәһмәт акиф инан вә алаиддин өздәнөрән қатарлиқ әдәбийатшунасларниң исимлири йашнайду. 

қәһрһманмараш шәһәрлик һөкүмити күлтүр вә җәмийәт ишлири башқармиси башлиқи җәвдәт кабакчи, 1850 – йили америка инистетути сүпитидә йасалған бинани ремунт қилиш хизмитини шәһәрлик һөкүмәт тапшуруп алғандин кейин, алдинқи йили ремунт қилиш хизмәтлирини башлиғанлиқини ейтти.

бу бинаниң «йәттә гүзәл адәм әдәбийат музийи»ға өзгәртилиши үчүн мунасивәтлик хизмәтләрниң башланғанлиқини тәкитләп, март ейиниң ахириғичә қанунлуқ һалда тамамлиниши керәклик пүтүн ишларниң ахирилишидиғанлиқини ейтти. 

җәвдәт кабакчи бу музийниң түркийәгә нисбәтән интайин муһим бир җайға айлинидиғанлиқини вә шәһәр күлтүригә алаһидә һәссә қошидиғанлиқини тәкитләп: «бу йәргә қәһриманмараш хәлқи, шәһиримизгә кәлгән сайаһәтчиләр, тарихимизни тәтқиқ қилмақчи болған тәтқиқатчилар вә әдәбийат һәвәскарлири келиду һәмдә күтүбханида тәтқиқатлирини елип бариду. <йәттә гүзәл адәм>ни көриду. әвладлиримизниму <йәттә гүзәл адәм>ниң изини бесишқа риғбәтләндүримиз. шәһиримизниң шаирлар вә әдәбийатшунаслар шәһири болушини давамлаштуруш үчүн бу хил җәлп қиларлиқ җайларни йасап чеқип, оқуғучилирини әдәбийатқа вә шиерға қизиқтуримиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر