ливийәдә террорлуқ тәшкилати даеш толуқ мәғлуб болди

америка дөләт мудапиә министирлиқи ливийәдә даешниң қолидики әң ахириқи шәһәрниңму қайтуруп елинғанлиқини елан қилди.

626384
ливийәдә террорлуқ тәшкилати даеш толуқ мәғлуб болди

 

түркийә авази радийоси хәвири: ливийәдә террорлуқ тәшкилати даешниң контироллуқидики һәммила җай қайтуруп елинди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи террорлуқ тәшклати даешниң контроллуқидики ахириқи җай болған сиртә шәһириниңму террорчилардин тазиланғанлиқини елан қилди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи байанатчиси йүз беши җеф давис ливийә хәлқ иттипақи һөкүмитиниң пат йеқинда ғалибийитини елан қилидиғанлиқини ейтти. ақ деңиз саһилиға җайлашқан сиртә шәһиридә турушлуқ террорлуқ тәшкилати даеш әзалириниң асаслиқ көп қисминиң түнүгүн кәчтә тәслим болғанлиқини уқтуруп, әмдиликтә районда актип террорлуқ унсури қалмиғанлиқини тәкитлиди.

җеф давис шәһәрниң ички қисмида йаки чөллүкләрдә даеш әзалириниң болуш еһтималини тилға елип, адәм бомба һуҗумлириға қарши тәдбир билән иш тутушқа тиришватқанлиқини әскәртти.

ливийәдә террорлуқ тәшкилати даешқа қарши ғалибийәт елан қилинишиниң америкиниң әмәс, бәлки ливийә һөкүмитиниң мәсулийити вә һәқ – һоқуқи даирисидә икәнликини сөзлиригә илавә қилди.

2015 – йилиниң башлирида сиртә шәһири даешниң алқиниға чүшүп кәткән болуп, ливийә аманлиқни сақлаш қисимлирини шәһәрни қайтуруп елиш үчүн май ейида һәрбий һәрикәт башилиған иди. ливийә һөкүмитиниң тәлипигә бинаән америка уруш айропиланлири авғуст ейидин буйан ливийә әскәрлиригә йардәм қилмақта иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر