арда туран һәмминиң диққитини тартти | видеолуқ хәвәр

түрк хәлқиниң иптихарлиқ оғлани, миллий путболчи арда туран барселона – мөншин гландбах командиси мусабиқисидә барлиқ тәрәпләрниң диққитини җәлп қилди.

625322
арда туран һәмминиң диққитини тартти | видеолуқ хәвәр

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа узғунлуқ гуруппа мусабиқисиниң әң ахирқи айланмисида испанийәниң дунйаға даңлиқ путбол командиси барселона германийәниң мөншин гландбах командисини күтүвалди.

барселона командисида топ ойнаватқан түрк хәлқиниң иптихари арда туран, арқа – арқидин киргүзгән топлири билән испанийәликләрни шадлиқ тәнтәнисигә чүмдүрди.

барселона командиси мусабиқидә 0 гә қарши 4 нәтиҗә билән  мөншин гландбах командисини йеңип, номур пәрқини 15 кә йәткүзүш арқилиқ  йавропа узғунлуқ гуруппа мусабиқисиниң сәркиси болди.

арда туран 50-, 54 – вә 67 – минутларда киргүзгән топлири билән мусабиқиниң йултузи чақниған чолпиниға айланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر